Мәтта китави 27:1—66

  • Әйсаниң Пилатусқа тапшурулиши (1, 2)

  • Йәһуданиң өзини есип өлүвелиши (3—10)

  • Әйсаниң Пилатусниң алдиға елип келиниши (11—26)

  • Әйсаниң мәсхирә қилиниши (27—31)

  • Әйсаниң Голготида түврүккә миқлиниши (32—44)

  • Әйсаниң өлүми (45—56)

  • Әйсаниң дәпнә қилиниши (57—61)

  • Қәбирни қоғдап, қаравуллуқ қилиш (62—66)

27  Әтиси таң сәһәрдә алий роһанийлар билән хәлиқ ақсақаллири Әйсани қандақ өлтүрүш һәққидә мәслиһәтләшти.  Улар уни бағлап, елип берип, валий Пилатусқа тапшуруп бәрди.  Шу чағда Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Әйсаниң өлүмгә һөкүм қилинғанлиғини көрүп, қилған ишлири үчүн пушайман қилди вә 30 күмүч тәңгини Алий роһанийлар вә ақсақалларға қайтуруп берип:  «Мән бегуна кишигә сатқунлуқ қилип гуна өткүздүм»,— деди. «У сениң ишиң. Бизниң немә каримиз бар!»— дейишти улар.  Йәһуда күмүч тәңгиләрни Ибадәтханиға чечивәтти вә у йәрдин чиқип, есилип өлүвалди.  Алий роһанийлар тәңгә пулларни йәрдин жиғивелип: «Қан төкүш үчүн төләнгән бу пулларни Ибадәтханиниң ғәзнисигә қоюш қанунимизға уйғун кәлмәйду»,— дейишти.  Улар өз ара мәслиһәтлишип яқа жутлуқ мусапирларға мазарлиқ болсун дәп шу пулларға сапалчиниң йерини сетивалди.  Шуниң үчүн у йәр бүгүнки күнгичә «Қанлиқ йәр» дәп атилип кәлмәктә.  Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр ейтқан мону сөзләр әмәлгә ашурулди: «Улар 30 күмүч тәңгини алди. Бу баһа шу адәм үчүн бекитилгән. Бәзи Исраил оғуллири тәрипидин бу баһа шу адәм үчүн бекитилгән еди. 10  Худди Йәһва маңа буйриғандәк, улар шу пулларни ишлитип сапалчиниң йерини сетивалди». 11  Һәзрити Әйса валийниң алдиға елип келинди. Валий униңдин: «Сән Йәһудийларниң падишасиму?»— дәп сориди. Әйса униңға: «Буни өзүңиз ейтиватисиз»,— деди. 12  Алий роһанийлар вә ақсақаллар Әйсаниң үстидин әризә-шикайәт қилғанда, у бир еғизму җавап қайтурмиди. 13  Шуниң билән Пилатус Әйсаға: «Улар саңа қарши үстүңдин шунчә көп шикайәтләрни қиливатқанлиғини аңлимайватамсән?»— деди. 14  Бирақ у җавап қайтурмиди, һәтта бир еғизму сөз қилмиди. Валий униңға интайин һәйран қалди. 15  Һәр жили Өтүп кетиш һейти мәзгилидә валийниң хәлиқ тәләп қилған бир мәһбусни қоюп бериш адити бар еди. 16  Шу вақитта һәммә кишигә тонушлуқ Барабас исимлиқ җинайәтчи зинданда қамалған еди. 17  Хәлиқ топланған вақитта Пилатус улардин: «Силәр кимни қоюп беришимни халайсиләр? Барабасниму яки Мәсиһ дәп аталған Әйсаниму?»— дәп сориди. 18  Пилатус уларниң Әйсаға һәсәтхорлуқ қилип, уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти. 19  Униңдин башқа, Пилатус сорақ минбиридә олтарғанда, аяли униңға адәм әвәтип: «У адил кишигә тәгмәң, чүнки кечидә у чүшимгә кирип көп азапландим»,— дәп хәвәр бәрди. 20  Лекин алий роһанийлар вә ақсақаллар хәлиқни қайил қилип, Барабасни қоюп берип, Әйсани өлүмгә һөкүм қилишни тәләп қилдурди. 21  Валий улардин йәнә: «Бу икки кишидин қайсисини қоюп беришимни халайсиләр?»— дәп сориди. Улар: «Барабасни!»— дейишти. 22  Пилатус уларға: «Ундақ болса, Мәсиһ дәп аталған Әйсани қандақ биртәрәп қилай?»— деди. Һәммә киши: «Уни түврүккә миқлитиң!»— дейишти. 23  Пилатус: «Немишкә? У қандақ яман иш қилди?»— дәп сориди. Бирақ улар: «Уни түврүккә миқлитиң!»— дәп техиму қаттиқ вақирашти. 24  Пилатус йәнә гәп қилишниң әһмийити йоқлиғини, болмиса қалаймиқанчилиқ чиқидиғанлиғини көрүп, су елип хәлиқниң алдида қоллирини жуюп: «Бу бегуна адәмниң қени төкүлүшигә мән җавапкар әмәс. Буниңға өзүңлар җавапкар болуңлар»,— деди. 25  Пүткүл хәлиқ: «Униң қени бизниң вә балилиримизниң бойнида болсун»,— дейишти. 26  Шуниң билән Пилатус Барабасни қоюп бәрди вә Әйсани қамчилитип, андин түврүккә миқлаш үчүн ләшкәрләргә тапшурди. 27  Шу чағда валийниң ләшкәрлири Әйсани валий ордисиға елип кирди вә пүткүл ләшкәрләр жиғилип Әйсаниң әтрапиға топлашти. 28  Улар Әйсани ялиңачлап үстигә қизил рәңлик тон кийдүрди. 29  Тикән шахлиридин бир таҗ өрүп униң бешиға кийдүрүп оң қолиға бир қомушни тутқузди. Андин униң алдида тизлинип: «Яшисун, Йәһудийларниң падишаси!»— дәп мәсхирә қилишти. 30  Улар униңға түкүрүп, қомушни елип бешиға урушқа башлиди. 31  Мәсхирә қилғандин кейин, ахирида улар униң үстидики тонни салдуруп, өзиниң кийимлирини кийдүрди вә түврүккә миқлаш үчүн елип маңди. 32  Улар сиртқа чиқиватқанда, киреналиқ Симун исимлиқ бир кишини учритип, уни Әйсаниң азап түвригини көтүрүп меңишқа мәҗбурлиди. 33  Улар Голгота, йәни «Баш сүйиги» дәп аталған йәргә кәлгәндә, 34  Әйсаға ичишкә аччиқ суюқлуқ арилаштурулған шарапни бәрди. Лекин Әйса уни тетип көрүп ичкили унимиди. 35  Ләшкәрләр Әйсани түврүккә миқлиғандин кейин, чәк ташлишип, кийимлирини бөлүшүвалди. 36  Андин кейин улар у йәрдә қаравуллуқ қилип олтиришти. 37  Улар Әйсаниң бешиниң жуқури тәрипигә «Бу Йәһудийларниң Падишаси Әйса» дәп йезилған бир тахтини есип қойди. 38  Шу вақитта Әйсадин башқа йәнә икки қарақчиму түврүккә миқланған болуп, бири униң оң йенида, йәнә бири сол йенида еди. 39  Йолдин өтүп кетиватқанлар уни һақарәтләп башлирини чайқишип: 40  «Қени, сән Ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқмақчи едиңғу? Худаниң Оғли болсаң, әнди өзүңни қутқузуп түврүктин чүшүп баққина!»— дейишти. 41  Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақалларму уни шундақ мәсхирә қилип: 42  «У башқиларни қутқузуптикән, бирақ өзини қутқузалмиди! У Исраилларниң Падишасимиш техи. Һазир у азап түвригидин чүшүп бақсун, шунда биз униңға ишинәйли. 43  У Худаға ишинәтти, әгәр Худа униңдин хурсән болса, әнди уни қутқузсунчу. Чүнки у “Мән Худаниң Оғли”, дегән еди»,— дейишти. 44  Һәтта униң йенида түврүккә миқланған қарақчиларму уни шундақ һақарәтлиди. 45  Чүш вақти саат он иккидин* чүштин кейин саат үчкичә* пүтүн йәр йүзини қараңғулуқ басти. 46  Чүштин кейин саат үчләрдә Әйса жуқури авазда: «Эли, Эли, лама сабахтани?», мәнаси «Илаһим, илаһим, немишкә мени ташлап қойдуң?»— дәп үнлүк вақириди. 47  У йәрдә турғанларниң бәзилири уни аңлап: «Бу адәм Илиясни чақириватиду»,— дейишти. 48  Улардин бири дәрһал жүгрәп берип, бир парчә пахта рәхтни елип кәлди. Андин уни шарапқа чилап, қомушниң учиға бағлап, Әйсаға ичкүзүш үчүн узатти. 49  Амма башқилар: «Тохтап турғин, қарап бақайли Илияс пәйғәмбәр уни қутқузушқа келәмду?»— дейишти. 50  Әйса йәнә бир қетим үнлүк авазда вақиридидә, нәпәси үзүлди. 51  Шу вақитта Ибадәтханиниң муқәддәс җайидики пәрдә жуқуридин төвәнгә иккигә бөлүнүп жиртилди. Йәр-зимин тәвринип, қорам ташлар йерилди. 52  Қәбирләр ечилди вә өлүм уйқисида ухлап ятқан муқәддәсләрниң җәсәтлири ташқириға чиқип қалди. 53  Нурғун адәмләр буни көрди (Әйса тирилгәндин кейин бәзи кишиләр мазарлиқтин өтүп, муқәддәс шәһәргә кирди). 54  Бирақ Әйсани күзәт қиливатқан йүз беши вә ләшкәрләр йәр-зиминниң тәвринишини вә башқа йүз бәргән ишларни көрүп, интайин қорқушқан һалда: «У һәқиқәтән Худаниң Оғли екән»,— дейишти. 55  У йәрдә йәнә жирақтин қарап турған нурғун аялларму бар еди. Улар Әйсаға хизмәт қилиш үчүн Җәлилийәдин әгишип кәлгән еди. 56  Уларниң арисида мәҗдалалиқ Мәрийәм, Яқуп билән Йосийниң* аниси Мәрийәм вә Зәбәдийниң оғуллириниң анисиму бар еди. 57  Кәч киришкә йеқин араматиялиқ Йүсүп исимлиқ бир бай киши кәлди, уму Әйсаниң шагирти еди. 58  У Пилатусниң алдиға берип, Әйсаниң җәситини беришни сориди. Шуниң билән Пилатус җәсәтни униңға беришкә буйруқ қилди. 59  Йүсүп җәсәтни елип, пакиз, сүпәтлик зиғир рәхт билән яхши орап кепинлиди. 60  У уни қорам ташқа оюлған өзиниң йеңи қәбрисигә қойди. Андин қәбирниң еғизиға йоған бир ташни домилитип қоюп, кетип қалди. 61  Мәҗдалалиқ Мәрийәм билән йәнә бир Мәрийәм бу йәрдә қелип, қәбирниң алдида олтарди. 62  Тәйярлиқ күниниң әтиси алий роһанийлар билән пәрисийләр Пилатус алдиға көрүшкили келип, 63  мундақ деди: «Әй, җанаплири, әшу ялғанчиниң һаят вақтида “Мән үч күндин кейин тирилимән” дегән сөзлири есимизгә кәлди. 64  Шуниң үчүн қәбирни үчинчи күнгичә қоғдаш үчүн адәм әвәткәйла, болмиса, униң шагиртлири келип, җәсәтни оғрилап кетип, хәлиққә “у тирилди” дейиши мүмкин. Шу чағда бу ахирқи ялғанчилиқ алдинқисидинму яманирақ болиду». 65  Пилатус уларға: «Мана қаравулларни елип берип, қәбирни өзүңлар билгиниңлардәк қоғдаңлар»,— деди. 66  Улар ләшкәрләр билән берип, қәбир еғизидики ташни печәтлиди вә қаравуллуқ қилип қәбирни қаттиқ қоғдиди.

Изаһәтләр

Сөзму сөз «алтинчи сааттин».
Сөзму сөз «тоққузинчи саатқичә».
Яки «Йүсүпниң».