Мәтта китави 3:1—17

  • Йәһия пәйғәмбәрниң вәз қилиши (1—12)

  • Әйса Мәсиһниң чөмдүрүлүши (13—17)

3  Шу күнләрдә адәмләрни суға чөмдүрүп* жүргән Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөл-баяванлириға келип, вәз ейтип,  кишиләргә: «Товва қилиңлар! Чүнки Худа Падишалиғи* йеқинлашти»,— деди.  Йәшая пәйғәмбәр Йәһия һәққидә мундақ дегән еди: «Баяванда бир киши шундақ товлайду: “Йәһва үчүн йол тәйярлаңлар! Униң йоллирини түз қилиңлар!”»  Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма* бағлиған еди. Йәйдиғини болса, чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.  Шу чағда Йерусалим, пүтүн Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң бойлиридики жутлардин кишиләр униң алдиға келип,  өз гуналирини очуқ иқрар қилишти вә Йәһия уларни Иордан дәриясида суға чөмдүрди.  Көплигән пәрисийләр* вә садуқийларниң* чөмдүрүлүш үчүн кәлгәнлигини көргән Йәһия уларға мундақ деди: «Әй, зәһәрлик иланниң балилири! Худаниң келиватқан ғәзивидин қечип қутулушни силәргә ким ейтти?  Товва қилғанлиғиңларни иш-һәрикитиңларда көрситиңлар*.  Өзүңларчә “Биз Ибраһимниң әвлатлири” дәп ойлимаңлар. Чүнки силәргә шуни ейтип қояйки, Худа мошу ташлардин Ибраһимға балиларни яритип беришкә қадирдур. 10  Палта аллиқачан дәрәқниң йилтизини чепишқа тәйяр болди. Яхши мевә бәрмәйдиған һәрқандақ дәрәқ кесилип, отқа ташлиниду. 11  Силәр товва қилғиниңлар үчүн мән силәрни суға чөмдүримән. Лекин мәндин кейин кәлгүчи мәндин күч-қудрәтликтур. Мән униң айиғини* йешишкә лайиқ әмәсмән. У силәрни муқәддәс роһқа вә отқа чөмдүриду. 12  У қолидики ара* билән хаманни пүтүнләй соруп, буғдайни амбарға жиғиду, саманни өчмәс отта көйдүриду». 13  Шу чағларда һәзрити Әйса Җәлилийәдин Иордан дәриясиға суға чөмдүрүлүш үчүн Йәһияниң алдиға кәлди. 14  Лекин Йәһия уни тохтатмақчи болуп: «Әслидә сән мени чөмдүрсән болатти? Сән болсаң, мениң алдимға келипсәнғу?!»— деди. 15  Әйса униңға җававән: «Һазирчә мошундақ болсун, чүнки биз Худаниң ирадисини мошундақ әмәлгә ашуримиз»,— деди. Шуниң билән, Йәһия униңға қайта тосқунлуқ қилмиди. 16  Һәзрити Әйса чөмдүрүлүп, дәрһал судин чиқти. Шу чағда асман ечилди вә Йәһия пәйғәмбәр Худаниң роһи кәптәр һалитидә Әйсаниң үстигә чүшиватқанлиғини көрди. 17  Андин асмандин: «У Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән униңдин хурсәнмән!»— дегән бир аваз аңланди.

Изаһәтләр

Сөзму сөз «асман Падишалиғи».
Яки «теридин ясалған бәлбағ».
Сөзму сөз «Товва қилишқа лайиқ мевә бериңлар».
Сөзму сөз «сәндилини».
Сөзму сөз «күрәк, гүҗәк».