Мәтта китави 4:1—25

  • Шәйтанниң Әйсани синиши (1—11)

  • Әйсаниң Җәлилийәдә вәз қилишни башлиши (12—17)

  • Дәсләпки шагиртларниң чақирилиши (18—22)

  • Әйсаниң вәз қилиши, тәлим бериши вә кесәлләрни сақайтиши (23—25)

4  Андин кейин муқәддәс роһ Әйсани чөл-баяванға башлап барди. Шу йәрдә Иблис уни синиди.  У 40 кечә-күндүз роза тутқандин кейин қосиғи таза ачқан еди.  Иблис уни синимақчи болуп, мундақ деди: «Әгәр сән Худаниң Оғли болсаң, мону ташларға буйруқ қилғин, улар нанға айлансун».  Әйса униңға җававән: «Муқәддәс Язмиларда “Адәм пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Йәһваниң еғизидин чиққан һәрбир сөз билән яшайду” дәп йезилған»,— деди.  Андин Иблис* Әйсани муқәддәс шәһәргә елип кирип, уни Ибадәтханиниң* әң егиз җайиға елип чиқип:  «Әгәр сән Худаниң Оғли болсаң, бу йәрдин төвәнгә сәкрәп баққина! Чүнки Муқәддәс Язмиларда “Худа сән тоғрилиқ Өз пәриштилиригә* әмир қилиду вә улар путлириңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, қоллири билән сени тутувалиду” дәп йезилған»,— деди.  Әйса униңға: «Муқәддәс Язмиларда “Худайиң Йәһвани синимиғин” дәпму йезилған»,— деди.  Андин кейин Иблис Әйсани наһайити егиз бир таққа елип чиқип, униңға дуниядики барчә падишалиқларни вә уларниң шан-шөһритини көрситип:  «Әгәр тизлинип, маңа бир қетим сәҗдә қилсаң, буларниң һәммисини саңа беримән»,— деди. 10  Шу чағда Әйса униңға: «Көзүмдин йоқал, Шәйтан! Чүнки Муқәддәс Язмиларда “Худайиң Йәһваға сәҗдә қилғин вә пәқәт Униңға ибадәт қилғин” дәп йезилған»,— деди. 11  Шуниң билән Шәйтан Әйсани ташлап кәтти. Пәриштиләр келип, Әйсаға хизмәт қилишқа башлиди. 12  Йәһия пәйғәмбәрниң зинданға ташланғанлиғини аңлап, Әйса Җәлилийә өлкисигә кәтти. 13  Кейин у Насирәдин айрилип, Зәбулун вә Нафтали районидики деңиз бойиға йеқин Кәпәрнаһум шәһиригә җайлашти. 14  Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған мону сөзләр әмәлгә ашурулди: 15  «Әй, Зәбулун вә Нафтали зиминлири, башқа хәлиқләр маканлашқан Җәлилийә зәмини сән! Иордан дәриясиниң қарши қирғиғида деңизға маңидиған йолға җайлашқансән. 16  Қараңғулуқта олтарған хәлиқ парлақ бир нурни көрди вә өлүм сайисида олтарғанлар үстигә бир нур чүшти». 17  Шуниңдин башлап Әйса: «Товва қилиңлар, чүнки Худа Падишалиғи* йеқинлашти»,— дәп вәз ейтишқа башлиди. 18  Әйса Җәлилийә деңизи* бойида кетиватқанда, Петрус дәп аталған Симун вә униң иниси Әндәрни көрди. Улар деңизға тор селивататти, чүнки улар белиқчи еди. 19  Әйса уларға: «Маңа әгишиңлар, мән силәрни инсанларни тутқучи қилимән»,— деди. 20  Улар дәрһал қоллиридики торларни ташлап, униңға әгишип маңди. 21  Андин у шу йәрдин бираз маңғандин кейин, башқа икки ака-ука, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Йоһанни көрди. Улар атиси Зәбәдий билән биллә кемидә олтирип, торлирини оңшавататти. Әйса уларниму чақирди. 22  Уларму дәрһал кемини вә атисини ташлап, Әйсаға әгишип маңди. 23  Әйса пүтүн Җәлилийә өлкисини айлинип, синагогларда* тәлим берип, Падишалиқ хуш хәвирини вәз қилди вә һәрхил ағриқ-силақларни вә тени аҗиз кишиләрни сақайтти. 24  У тоғрилиқ хәвәр пүтүн Сүрийә өлкисигә тарқалди. Адәмләр ағриқ-силақ билән азап чәккән, җин чаплашқан, тутқақлиғи бар вә паләч кишиләрни униң алдиға елип кәлди вә Әйса уларни сақайтти. 25  Шуниң билән Җәлилийә, Он шәһәр райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қирғиғидин кәлгән топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.

Изаһәтләр

Сөзму сөз «асман Падишалиғи».
Яки «көли».