Мәтта китави 6:1—34
6 Пәхәс болуңлар, яхши ишни башқиларға өзүңларни көрситиш үчүн қилмаңлар. Мундақ қилсаңлар, асмандики Атаңларниң мукапитиға еришәлмәйсиләр.
2 Шуңа, хәйир-сахавәтлик ишларни* қилғанда, давраң селип жүрмигин. Сахтипәзләр* башқиларниң махтишиға еришиш үчүн синагогларда* яки кочиларда шундақ қилип жүриду. Силәргә һәқни ейтсам, улар башқиларниң һөрмитигә еришиштин башқа һечқандақ мукапатқа еришәлмәйду.
3 Бирақ сән хәйир-сахавәт қилсаң, оң қолуң қилғанни сол қолуң билмисун.
4 Хәйир-сахавәтлик ишларни йошурун қилғин. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған асмандики Атаң сени мукапатлайду.
5 Худди шуниңдәк, дуа қилғиниңларда сахтипәзләргә охшаш иш қилмаңлар. Улар синагогларда вә төрт коча дохмушлирида турувелип, башқилар көрсун дәп шундақ қилишиду. Силәргә һәқни ейтсам, улар башқиларниң һөрмитигә еришкәндин башқа һечқандақ мукапатқа еришмәйду.
6 Бирақ сән дуа қилғанда, өйгә кирип, ишикни йепип, көзгә көрүнмәйдиған асмандики Атаңға дуа қилғин. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған Атаң сени мукапатлайду.
7 Дуа қилғанда қайта-қайта охшаш сөзләрни тәкрарлимаңлар. Чүнки башқа милләт кишилири шундақ қилиду. Улар көп сөзләрни қилип узун дуа қилсақ, Худа дуалиримизни қобул қилиду дәп ойлайду.
8 Шуңлашқа, силәр уларға охшаш болмаңлар, чүнки Атаңлар немигә муһтаҗ болғиниңларни һәтта силәр Униңдин тилимәстин бурун билиду.
9 Шуниң үчүн мундақ дуа қилиңлар:
“Асмандики Атимиз, исмиң муқәддәс болсун*.
10 Падишалиғиң кәлсун. Сениң ирадәң асманда әмәлгә ашқандәк, йәр йүзидиму әмәлгә ашсун.
11 Бүгүн биз үчүн күндилик ненимизни бәргәйсән.
12 Бизгә қарши гуна қилғанларни кәчүргинимиздәк, сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән.
13 Аздурулушимизға йол қоймиғин. Бизни Шәйтандин* қоғдиғин*”.
14 Әгәр силәр башқиларниң хаталиқлирини кәчүрсәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүриду.
15 Бирақ силәр башқиларниң хаталиқлирини кәчүрмисәңлар, асмандики Атаңларму силәрни кәчүрмәйду.
16 Роза тутқан вақтиңларда, сахтипәзләрдәк бечарә қияпәткә киривалмаңлар. Чүнки улар роза тутқинини башқиларға көз-көз қилиш үчүн өзлирини бечарә көрситиду. Силәргә һәқни ейтсам, улар башқиларниң һөрмитигә еришиштин башқа һечқандақ мукапатқа еришәлмәйду.
17 Бирақ сән роза тутқанда, чачлириңни майлап, үз-көзүңни жуюп жүргин.
18 Шу чағда, адәмләр сениң роза тутқиниңни билмәйду, пәқәт асмандики Атаң йошурун қилған ишлириңни билип туриду. Шундақ болғанда, һәммә ишларни көрүп туридиған асмандики Атаң сени мукапатлайду.
19 Йәр йүзидә өзүңларға байлиқ топлимаңлар. Йәр йүзидә күйә йәйду, дат бесип чирийду, оғрилар оғрилап кетиду.
20 Әксичә, асманда өзүңларға байлиқ топлаңлар. Асманда күйә йемәйду, дат бесип чиримайду, оғрилар оғрилап кәтмәйду.
21 Чүнки байлиғиң қәйәрдә болса, көңлүңму шу йәрдә болиду.
22 Көз тәнниң чириғидур. Әгәр көзүң ениқ көрсә*, пүтүн бәдиниң йоруқлуққа толиду.
23 Әгәр көзүң һәсәтхор* болса, пүтүн бәдиниң қараңғулуққа толиду. Ичиңдики нур әмәлийәттә қараңғулуқ болса, бу немә дегән қорқунучлуқ қараңғулуқ-һә!
24 Һечким икки ғоҗайинға тәңла хизмәт қилалмайду. У бирини яман көрүп, йәнә бирини яхши көриду, яки биригә садиқ болуп, йәнә бирини һөрмәтлимәйду. Силәр һәм Худаниң, һәм мал-дунияниң қули болалмайсиләр.
25 Шуңа силәргә ейтимәнки, немә йәймиз вә немә ичимиз дәп өзүңлар үчүн яки немә кийимиз дәп тениңлар үчүн ғәм-әндишә қилмаңлар. Җениңлар йемәк-ичмәктин вә тениңлар кийим-кечәктин көп муһим әмәсму?
26 Көктики қушларға диққәт билән қарап беқиңлар. Улар уруқ чачмайду, һосул жиғмайду вә амбарларға топлимайду. Бирақ асмандики Атаңлар уларни тойғузиду. Силәр әшу қушлардин көп әзиз әмәсму?
27 Қайсиңлар ғәм-әндишә билән өмрүңларни кичиккинә* болсиму узарталайсиләр?
28 Шуниңға охшаш, немә үчүн кийим-кечәк тоғрилиқ ғәм қилисиләр? Далада өсүватқан явайи гүлләргә қарап үгиниңлар. Улар җапалиқ ишлимәйду яки кийим-кечәк тикмәйду.
29 Лекин силәргә шуни ейтимәнки, һәтта Сулайман падиша шан-шөһрәт қазанған замандиму, шу явайи гүлләрниң биридәк кийинмигән.
30 Әй, ишәнчи аҗизлар! Худа даладики бүгүн бар, әтиси қуруп очақтики отқа ташлинидиған от-чөпләрни шундақ кийиндүргән болса, силәрни униңдинму артуқ кийиндүрмәсму?
31 Шундақ екән, һәргизму немә йәймиз, немә ичимиз вә немә кийимиз дәп ғәм-әндишә қилмаңлар.
32 Худани тонумайдиған кишиләр мошу нәрсиләрниң арқисидин қоғлишиду. Асмандики Атаңлар силәрниң бу нәрсиләрниң һәммисигә муһтаҗ екәнлигиңларни билиду.
33 Шундақ екән, Худаниң Падишалиғи вә Униң һәққанийлиғини давамлиқ һаятиңларда биринчи орунға қоюңлар.
34 Шу чағда, Худа силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини силәргә бериду. Шуңа, һәргизму әтә үчүн ғәм қилмаңлар, чүнки әтиниң өзигә чушлуқ ғеми бар. Һәр күнниң дәрди өзигә йетәр.
Изаһәтләр
^ Яки «иккиүзлүкләр».
^ Яки «муқәддәс қилинсун», «улуқлансун».
^ Сөзму сөз «рәзилдин».
^ Яки «қутқузғин».
^ Яки «рошән болса». Сөзму сөз «аддий болса».
^ Сөзму сөз «яман», «рәзил».
^ Сөзму сөз «бир җәйнәк».