Мәтта китави 8:1—34
8 Әйса тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
2 Шу чағда махав* кесили болған бир киши Әйсаниң алдиға келип, тизлинип: «Устаз, әгәр халисиңиз, мени пак қилалайсиз»,— деди.
3 Шуниң билән Әйса қолини униңға тәккүзүп: «Халаймән, пак болғин»,— деди. У кишиниң махав кесили дәрһал сақийип кәтти.
4 Андин Әйса униңға: «Буни һазирчә һечкимгә ейтмиғин, бирақ берип роһанийға өзүңни көрсәткин вә уларға гувалиқ болуши үчүн, Муса пәйғәмбәр буйриған қурбанлиқни сунғин»,— деди.
5 Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгәндә, бир йүз беши униң алдиға келип ялвуруп:
6 «Тәхсир, чакарим паләч болуп қелип, қаттиқ азап тартип өйдә ятиду»,— деди.
7 Әйса униңға: «Мән берип, сақайтип берәй»,— деди.
8 Йүз беши униңға җававән мундақ деди: «Тәхсир, өйүмгә киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бирла еғиз сөз қилиң, чакарим сақийип кетиду.
9 Мәнму буйруққа бойсунидиған адәм. Мениң қол астимда әскәрләр бар. Мән биригә “бар” десәм, бариду, йәнә биригә “кәл” десәм, келиду вә чакаримға “буни қил” десәм, қилиду».
10 Әйса шу сөзләрни аңлап, һәйран болди вә өзигә әгишип маңғанларға мундақ деди: «Силәргә һәқни ейтимәнки, Исраилда мундақ имани күчлүк бирәр кишини техи учратмиған едим.
11 Бирақ силәргә шуни ейтимәнки, шәриқтин вә ғәриптин нурғун кишиләр келип, Худаниң Падишалиғида* Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду*.
12 Лекин Падишалиқниң оғуллири болса, ташқиридики қараңғулуққа ташлиниду. Шу йәрдә улар жиғлап, чишлирини ғучурлитиду».
13 Андин кейин Әйса йүз бешиға: «Өйүңизгә қайтиң, сиз ишәнгиниңиздәк болсун»,— деди. Дәл шу вақитта униң чакари сақийип кәтти.
14 Әйса Петрусниң өйигә кәлгәндә, униң қейинанисиниң қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған еди.
15 Әйса униңға қол тәккүзүши билән, қизитмиси йенип, у аял орнидин туруп, Әйсаниң хизмитидә болушқа башлиди.
16 Кәч киргәндә, кишиләр Әйсаниң алдиға җин чаплашқан нурғун адәмләрни елип келишти. Әйса бир еғиз сөз биләнла җинларни қоғлап чиқарди вә кесәл азави тартиватқанларниң һәммисини сақайтти.
17 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған: «У кесәлликлиримизни көтәрди, азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди»,— дегән сөзләр әмәлгә ашурулди.
18 Әйса әтрапиға жиғилған бир топ кишиләрни көрүп, шагиртлириға Җәлилийә деңизиниң у қирғиғиға өтүп кетишни буйриди.
19 Шу чағда Тәврат устазлиридин бири униң алдиға келип: «Устаз, сиз қәйәргила бармаң, мән сизгә әгишимән»,— деди.
20 Бирақ Әйса униңға: «Түлкиләрниң өңкүрлири бар, асмандики қушларниң угилири бар, бирақ Инсан Оғлиниң баш қойғидәк йери йоқ»,— деди.
21 Андин шагиртлардин бири Әйсаға: «Устаз, авал өйүмгә қайтишимға рухсәт қилсиңиз, атам өлгәндә, уни йәрлигигә қоюветип, андин келип сизгә әгишәй»,— деди.
22 Әйса униңға: «Маңа әгишип маңивәр, өлүкләрни өлүкләр өзлири йәрлигигә қойсун»,— деди.
23 Әйса кемигә олтарғанда, шагиртлириму униңға әгишип олтарди.
24 Туюқсиз деңизда қаттиқ боран чиқип, кемә долқунларниң арисида қалди. Лекин Әйса ухлавататти.
25 Шагиртлар уни ойғитип: «Устаз, бизни қутқузуң, һалак болидиған болдуқ!»— деди.
26 Бирақ Әйса уларға: «Немә үчүн шунчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз!»— деди. У орнидин туруп, боран вә деңизға буйруқ қилди, шуниң билән әтрап пүтүнләй җимҗитлиққа чөмди.
27 Шагиртлар интайин һәйран болушуп: «Бу зади ким? Боран вә деңизму униңға бойсунидекән»,— дейишти.
28 Әйса деңизниң у қирғиғидики гадаралиқларниң жутиға кәлгәндә, қәбирстанлиқ арисидин җин чаплашқан икки киши чиқип, униң алдиға кәлди. Улар шу қәдәр вәһший едики, һечким бу йолдин өтүшкә җүръәт қилалматти.
29 Улар: «Әй, Худаниң Оғли! Бу йәргә немишкә кәлдиң? Техи вақит-саати кәлмәстинла, бизни қийниғили кәлдиңму?»— дәп вақирашти.
30 Шу әтрапта чоң бир чошқа падиси отлап жүрәтти.
31 Шуниң билән җинлар һәзрити Әйсаға: «Әгәр бизни қоғлап чиқармақчи болсаң, бизни әву чошқа падисиға әвәткин»,— дәп ялвурди.
32 У уларға: «Бериңлар»,— деди. Җинлар шу икки адәмдин чиқип, чошқиларниң ичигә кирди. Пүтүн чошқа падиси жүгүргән пети, тик ярдин деңизға чүшүп, суға чөкүп өлди.
33 Чошқа баққучилар шәһәргә қечип берип, һәммә ишларни, шуниңдәк җин чаплашқан кишиләргә немә болғанлиғини халайиққа ейтип бәрди.
34 Шуниң билән пүтүн шәһәр хәлқи Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униңдин өзлириниң жутидин кетишни өтүнүп сориди.