Амос 3:1—15

3  «Йәһва силәр, Исраил оғуллири, Мисир йеридин ачиққан кәбилиләр һәққидә ейтқан сөзини аңлаңлар:   “Силәрни, пәқәт силәрни, Мән һәммәйлән хәлиқләр ичидин тонуймән: шуңлашқа силәрни қилған барлиқ қанунсизлиғиңлар үчүн җавапқа тартимән.   Ейтиңлара, әгәр икки киши авал келишмисә, учришип, биргә маңамду?   Әгәр олҗа болмиса, җаңгалда шир һөкүрәмду? Әгәр тутудиған һечнәрсә болмиса, яш шир өз өңкүридин үнини чиқирамду?   Әгәр тор йейилмиған болса, қуш сиртмаққа чүшәмду? Әгәр торға бирси чүшмисә, уни йәрдин аламду?   Әгәр шәһәрдә карнәй челинмиса, хәлиқ әндишигә чүшәмду? Әгәр шәһәрдә бала-қаза йүз бәрсә, бу Йәһвадин әмәсму?   Әң Алий Һөкүмран Йәһва Пәрвәрдигар Өз хизмәтчилири, пәйғәмбәрләргә, сирини ачмай туруп, һечнемини қилмайду.   Шир һөкүриди — ким қорқмайду? Әң Алий Һөкүмран Йәһва ейтти — ким пәйғәмбәрлик қилмайду?”   “Ашдотниң чиңдалған мунарлирида вә Мисирниң мустәһкәмләнгән сепиллиридә җакалаңлар: “Самарийәниң тағлирида жиғилиңлар вә уларда болуватқан тәртипсизликкә вә зорлуққа қарап беқиңлар. 10  Улар һечнемидә адил иш қилишни билмәйду,— дәйду Йәһва.— Уларниң сарай-маканлирида булаңчилиқ һәм зомбилиқ таза әдәватиду”. 11  Шуңа Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Дүшмән мәзкүр зиминни һәммә тәрәптин қоршап, сениң күчүңни тартивалиду һәм сениңдин байлиғиңни елип кетиду”. 12  Йәһва йәнә мундақ дәйду: “Падичи ширниң ағзидин пәқәт икки путни яки қулақниң бир парчисини жулуп чиққандәк, шундақла дүшмәнниң қолидин пәқәт азла исраиллиқлар тартивелиниду. Улар һазир Самарийәдә һашамәтлик каривәтләрдә керилишип, Дәмәшқниң қиммәт тахтилирида ятмақта”. 13  “Һәй, қулақ селиңлар, андин Яқуп өйиниң әвлатлирини агаһландуриңлар,— дәйду Әң Алий Һөкүмран, қошунлар Сәрдари Йәһва.— 14  Ушбу күндә, Мән Исраил қилмишлири үчүн уни җавапқа тартқанда, Мән шуниңдәкла Бәйтәлниң қурбангаһлирини җавапқа тартимән. Мәзкүр қурбангаһлар мүңгүзлири чепилип, йәргә чүшиду. 15  Мән қишлиқ һәм язлиқ өйләрни вәйран қилимән”. “Пилниң устиханлири билән зенәтләнгән өйләр һалак болиду, көплигән һашамәтлик маканлар йоқ қилиниду!”— дәйду Йәһва Худа».

Изаһәтләр