Амос 4:1—13

4  «Тиңшаңлара ушбу сөзни, Башанниң калилири, силәр Самарийәниң теғида отлаватқанлар! Силәр гадайларни езип, намратларни алдаватқан аяллар, өз әрлириңлар-ғоҗайиниңларға: “Ичимлик әкәлгинә!”— дәйдиғанлар.   Әң Алий Һөкүмран Йәһва Өз муқәддәслиги билән қәсәм қиливатиду: “Мана, силәрни қассапниң илмигигә асидиған күнләр келиватиду вә қалғанлириңларни болса, белиқ тутуш қармақлириға.   Һәрқайсиңлар биринчи учриған йочуқтин өтүсиләр һәм силәрни Хармонға қоғлайду”,— дәйду Йәһва.   “Бәйтәлгә бериңлар вә шу йәрдә гуна қилишни давамлаштуруңлар. Гилгалға бериңлар вә қилмишлириңларни көпәйтиңлар! Әтигәнликтә қурбанлиқлириңларни әкелиңлар вә үчинчи күни онлуқлириңларни.   Болдурулған нениңларни шүкүр қурбанлиғидәк көйдүрүңлар! Өзәңларниң халий һәдийәлириңлар билән көрәңләңлар! Силәргә буниң һәммиси яқидиғу, Исраил оғуллири”,— дәйду Әң Алий Һөкүмран Йәһва.   “Гәрчә Мән силәрни шәһәрлириңларда ач қойған болсамму вә һәммәйлән орунлириңларда нандин мәһрум қилсамму, лекин силәр бәрибир Маңа қайтмидиңлар”,— дәйду Йәһва.   “Мән силәргә омидин бурун үч ай ямғур бәрмидим, бир шәһәргә ямғур яққузсам, башқа шәһәргә йешин төкмидим. Бир етизда ямғур яғса, йәнә бир етиз нәмсиз қуруп кәтти.   Икки яки үч шәһәрниң турғунлири су ичиш үчүн биридә жиғилсиму, униңға тойматти. Лекин шундақ һаләттиму силәр Маңа қайтмидиңлар”,— дәйду Йәһва.   “Мән силәрниң һосулиңларни көйдүргү шамал кәлтүрүп вә көк бастуруп, йоқ қилдим. Қанчиму нурғун бағларни һәм үзүмзарлиқларни пәрвиш қилмисаңларму, әнҗир вә зәйтунлириңларни чекәткә йәвәтти. Шундақ болсиму, силәр Маңа бурулмидиңлар”,— дәйду Йәһва. 10  “Мән силәргә Мисирға әвәткән өлүм вабасини әвәттим, жигитлириңларни қилич билән өлтүрүп, атлириңларни әкәткүздим. Мән силәрни қараргаһлириңлардики җәсәтләрдин чиққан сесиқ пурақ билән дәм алғуздим. Бирақ шундақ болсиму, силәр Маңа қайтип кәлмидиңлар”,— дәйду Йәһва. 11  “Мән силәрниң зиминиңларни, Садом һәм Гаморани вәйран қилғандәк, чөлдәрәттим. Силәр гоя оттин чиқирилған көйгән көтәк болдуңлар. Амма шундақтиму, силәр Маңа қайтмидиңлар”,— дәйду Йәһва. 12  Шуңлашқа Мән сениң билән, Исраил, мундақ иш тутумән! Мән сени йәнә җазалаймән. Демәк, өз Тәңриңни қарши елишқа тәйяр бол! 13  У тағларниң Яратқучиси вә шамалниң Иҗаткари, У адәм балисиға Өз ойлирини ечип бериду. У сәһәрни қараңғулуққа айландуриду, йәр-зиминниң чоққилирида маңиду. Униң исми — қошунлар Сәрдари Йәһва!»

Изаһәтләр