Амос 5:1—27

5  «Мениң сөзүмни, һәй, Исраил, өзәң тоғрисида ушбу қайғулуқ күйни аңла!   “Иппәтлик қиз Исраил жиқилди. Әнди у туралмайду, өз йезисидә сунайлинип ятиду. Уни йөләп турғузушқа һечким йоқ”.  Сәвәви, Әң Алий Һөкүмран Йәһва мундақ дәйду: “Мана, Исраилда немә болиду: Шәһәрдин урушқа кәткән миң ләшкәрдин, пәқәт йүзи қалиду, йүзидин болса — пәқәт они”.  Йәһва Исраил өйигә мундақ дәйду: “Мени издәп, Маңа қайтиңлар, шу чағда тирик болисиләр.   Бәйтәлни издимәңлар вә Гилгалға бармаңлар. Шундақла Бәәршәбағиму бармаңлар, чүнки Гилгал сүргүнгә кетиду һәм Бәйтәлдин һечнәрсә қалмайду.   Йәһваға қайтиңлар вә тирик қалисиләр. Болмиса, У өрттәк Йүсүп өйини қурутиду вә Бәйтәлни көйдүргәндә, һечким уни өчүрәлмәйду.   Һәй, адаләтликни әмәнгә айландуридиғанлар вә һәқиқәтни йәргә урудиғанлар!   У Кима һәм Кесил юлтуз түркүмлириниң Яратқучиси, түн зулмәтни сәһәрлик нурға Айландурғучи, күнни түнгә йөткәп, йәр йүзигә төкүш үчүн деңиз сүйини Жиққучи, Униң исми — Йәһва!   У қудрәтликләрни һалақ қилип, қорғанларни харабилиққа айландуриду. 10  Силәр шәһәр дәрвазилири қешида силәрни паш қиливатқанларни өч көрисиләр вә һәқиқәтни ейтқанлардин жиркинисиләр. 11  Демәкчи, силәр гадайларни чәйләп, улардин селиқларни артуқчә елип, денини соғиға беришни мәҗбурлайсиләр. Шуңлашқа силәр йонулған ташлардин салған өйлириңларда яшимайсиләр вә әҗайип пәрвиш қилинған үзүмзарлиқлириңлардин шарап ичмәйсиләр. 12  Чүнки Мән шуни билимәнки, силәрниң қилмишлириңлар қанчилик нурғун вә гуналириңлар қанчилик еғир: силәр һәқ кишини езип, пара елип, сот дәрвазилири йенида намратларни адил һөкүмдин мәһрум қилисиләр. 13  Шуңа пәм-парасәтлик инсан мошу вақитта сүкүт сақлайду, чүнки мәзкүр вақит — апәтниң мәзгилидур. 14  Яшаш үчүн яманлиққа әмәс, бәлки яхшилиққа интилиңлар. Шу чағда, тәкитливатқиниңлардәк, қошунларниң Сәрдари Йәһва силәр билән биллә олиду. 15  Яманлиққа нәпрәтлинип, яхшилиқни сөйүңлар. Шәһәр дәрвазилирида адиллиқни тикләңлар. Бәлким, әскәрләр Худайи Йәһва Йүсүпниң қалған әвлатлириға рәһимлик болар”. 16  Шуңлашқа Йәһва, қошунлар Сәрдари Йәһва мундақ дәйду: “Барчә мәйданларда һөкүрәшләр аңлансун вә һәммә кочиларда: “Вай, дәрт, немә дегән бизгә дәрт!”— дәп бозлисун. Деханларни қайғурушқа вә жиғлиғучиларни матәм нахшилирини ейтишқа чақирсун”. 17  “Жиға барлиқ үзүмзарлиқларда болсун, чүнки Мән сениң араңдин өтүмән”,— дәйду Йәһва Илаһ. 18  “Йәһва күниниң келишини халаватқанларниң һалиға вай! Немә үчүн силәр бу күнни күтүватисиләр? Йәһваниң күни йоруқлуқ әмәс, әксичә, у қараңғулуқтур!” 19  Буни шуниң билән селиштурса болиду. Әгәр адәм ширдин қечип, йолида ейиқни учраштурса яки у өйигә келип, тамға қоли билән йөләнсә, уни зәһәрлик илан чеқивалди, дәйли. 20  Дәл шундақ, Йәһваниң күни нур әмәс, бәлки зулмәттур. У тум қараңғулуқтур. 21  Мән силәрниң мәйрәмлириңларни өч көримән, улардин нәпрәтлинимән. Тәнтәнилириңлардики қурбанлиқлириңларниң пуриғи Мени сәскәндүриду. 22  Һәтта силәр Маңа барчә көйдүрмилириңларни тәғдим қилсаңларму, улар Мени хурсән қилмайду. Силәрниң шүкүр қурбанлиқлириңлар — бодалған мелиңларниму қобул қилмаймән. 23  Мәндин нахшилириңларниң ваң-чуңини нери қилиңлар вә сазлириңларниң навасиниму тиңшиғум кәлмәйду. 24  Адаләтлик судәк ақсун вә һәққанийлиқ түгимәйдиған еқиндәк болсун.й 25  Исраилниң әвлади, силәр чөлдә 40 жил давамида Маңа қурбанлиқлар билән һәдийәләрни әкәлдиңларму? 26  Әнди болса, силәр шаһиңлар Саккут вә Кайванниң бутлирини көтирисиләр. Бу силәрниң юлтуз-илаһиңлар, уни чоқунушқа өзәңларға ясидиңлар. 27  Силәрни тутқунға Дәмәшқтинму нерисиға әкетиду”,— дәйду Йәһва, Униң исми — қошунлар Худайидур».

Изаһәтләр