Аюп 1:1—22
1 Бир киши Уз йеридә яшапту, униң исми Аюп екән. Ушбу адәм әйипсиз, адил, Худадин корқудиған һәм яман нәрсидин қачидиған әр еди.
2 Униң пәрзәнтлири болған — 7 оғли вә 3 қизи.
3 Мал-мүлкидин 7000 ушшақ мал, 3000 төгә, 1000 өкүз вә 500 ешәк болған еди. Шундақла униң нурғунлиған хизмәткарлири болуп, мәзкүр киши Шәриқниң барлиқ оғланлириниң арисида әң атақлиғи еди.
4 Униң оғуллириниң һәрқайси өз өйидә новити кәлгәндә зияпәтләрни өткүзүп, үч сиңлисиға адәм әвәтип, өзлири билән йәп-ичишкә тәклип қилатти.
5 Уларниңки зияпәтлири түгигәндә, Аюп уларни чақиртип паклатти. У таң сәһәрдә туруп, оғуллириниң сани бойичә көйдүрмә қурбанлиқлирини әкеләтти. Чүнки Аюп, бәлким, оғуллирим гуна өткүзүп, көңлидә Худаға күпүрлүк қилип қойдимекин, дәтти. Шундақ ишни Аюп давамлиқ қилатти.
6 Бир күни Пәрвәрдигар Яратқучиниң оғуллири Йәһваниң һозурида турғанда, уларниң ичидә Шәйтанму болди.
7 Йәһва Худа Шәйтандин: «Сән нәдин кәлдиң?»— дәп сориди. Шәйтан Йәһваға җавап берип: «Мән йәрдә болуп, уни айлинип чиқтим»,— деди.
8 Шунда Йәһва Шәйтанға: «Сән диққитиңни Мениң қулум Аюпқа қараттиңму? Чүнки йәрдә униңға охшайдиған һечким йоқ: у әйипсиз һәм адил, Худадин қорқидиған вә яманлиқтин өзини нери тутидиған адәмдур»,— деди.
9 Шәйтан Йәһваға җававән: «Аюп бекарға Худадин қорқамдикән?
10 Сән Өзәң уни, өйини һәм униңда бар һәммә нәрсини чөрәдәп һимайә қилмайватамсән?! Униң қоллириниң ишини бәрикәтләватисән һәм униң падилири йәр йүзидә йейилип кәтмәктә.
11 Лекин қолуңни созуп, униң тәәллуқатиға тегип баққина: шу чағда у Сениң йүзүң алдида Сени қарғайду»,— дәп сөзлиди.
12 Йәһва Шәйтанға: «Мана, униңда бар нәрсиниң һәммиси сениң қолуңда, пәқәт униңға қолуңни тәккүзмә!»— деди. Шуниң билән Шәйтан Йәһваниң алдидин кәтти.
13 Бир күни Аюпниң оғул-қизлири тамақлинип, түнҗа акисиниң өйидә шарапқа еғиз тегивататти.
14 Шу күни уштумтут Аюпниң хәвәрчиси келип:
15 «Өкүзләр йәр һайдап, ешәкләр уларниң әтрапида отлавататти, шу арилиқта сабийлиқлар һуҗум қилип, уларни һайдап кәтти. Падичиларни болса, қилич билән өлтүрүп, мана, пәқәт мән биртал сизгә аңлитиш үчүн аман қалдим»,— дәп йәткүзди.
16 Бу киши техи сөзләватқанда, башқа бири келип: «Асмандин Худаниң оти чүшүп, қойларни вә қойчиларни көйдүрүвәтти! Мана, пәқәт ялғуз мән қутқузулуп, сизгә бу хәвәрни әкәлдим»,— деди.
17 У сөзини түгәтмәй, башқа бир хәвәрчи келип, мундақ ейтти: «Халдийлар үч топқа бөлүнүп, төгиләргә етилип, уларни һайдап кәтти, падичиларни болса, қилич билән қиривәтти! Мана, пәқәт бир мән аман қелип, сизгә бу хәвәрни әкәлдим».
18 Бу киши техи сөзини аяқлаштурмай, йәнә бирси йетип келип, мундақ деди: «Сизниң оғуллириңиз һәм қизлириңиз чүшлүк зияпәт қилип, түнҗа акисиниң өйидә үзүм ширни вә шарапни ичиватқанда,
19 күчлүк бир боһран чөлдин чиқип, өйниң төрт булуңини бесип, у өй яшларға гүмүрүлүп чүшти. Уларниң барлиғи һалак болди! Пәқәт бир мән аман қалдим, шуңа буни сизгә йәткүзиватимән».
20 Шу чағда Аюп пәйғәмбәр орнидин туруп, үстүңки кийимини жиртип һәм чечини чүшүрүп, йәргә жиқилди.
21 У тазим қилип:
«Мән анамниң ичидин ялиңач чиққандим һәм йәргә ялиңач қайтимән! Йәһва бәрди вә Йәһва алди: Йәһваниң исми бәрикәтләнсун!»— деди.
22 Мошуниң һәммисидә Аюп еғизиға күпүрлүк һечнәрсә алмиди вә Худаға қарши гуна өткүзмиди.