Аюп 12:1—25
12 Аюп җававән мундақ деди:
2 «Силәр хәлиқниң барлиғи
екәнсиләр һәм силәр билән
данишмәнлик өлидекән!
3 Мениңму силәрдәк жүригим бар,
Мән силәрдин төвән әмәс.
Буларни ким билмәйду дәйсиләр?
4 Мән ағинилирим үчүн
күлкә болуп қалдим.
Мән Худани чақирғанда,
У маңа җавап берәтти.
Әйипсиз, диянәтлик киши
мәсхиригә айланди!
5 У бәхитлик кишиниң ойида,
ташланған чирақтур,
Униң путлири тәвринип кәтти.
6 Булаңчиларниң чедирлири течлиқта,
Худани териктүргәнләрниң маканлири бехәтәр.
Бутини қолида көтәргәнләр
ховупсиз яшимақта.
7 Һәқиқәтән, малдин сориғин —
У сени үгитиду,
Асман қушлиридин сора —
Улар саңа ейтип бериду.
8 Яки йәр билән сөһбәт қур —
У саңа нәсиһәт қилиду,
Деңиз белиқлири хәвәр бериду.
9 Буниң барлиғи Йәһваниң қолидин,
Униң қоли яратқанлиғини билмәсму?
10 Униң қолида мәвҗүдатниң җени
Вә инсанлар тәнлириниң роһлири.
11 Қулақ сөзләрни айримамду
Вә ағиз таамниң дәмини?
12 Қериларда даналиқ моҗүт
Узақ яшиғанлар тәҗрибилик.
13 Яратқучида данишмәнлик вә қудрәт,
Униңда нәсиһәт һәм мәслиһәт.
14 Мана! У немини бузувәтсә,
уни салалмайсән,
Кимни У бағлиса, у бошинилмайду.
15 Мана, суларни тохтатса,
һәммә қуруп кетиду.
Уларни қоюп бәрсә,
йәрниң йүзини өзгәртиду.
16 Униңда қабилийәт вә һәққанийлиқ:
Униң алдида езиққан киши
вә аздурулушқа киргүзгәнму.
17 У хәлиқ мәслиһәтчилирини паш
қилмақта вә һөкүм чиқарғучиларни
ахмақ қилмақта.
18 У падишаларниң қудритини
бошитип һәм башқилириниң
бәллирини бағлимақта.
19 У роһанийларни олҗидәк елип,
Күчәйгәнләрни ғулатмақта.
20 Өзлиригә ишәнгәнләрниң
тилини бағлап,
Мөтивәрләрниң гепини
бемәна қилмақта.
21 Мәшһурларни шәрмәндә қилип,
Қувәтликләр бәлбеғини йәшмәктә.
22 Зулмәтниң чоңқурлуғини чиқирип,
Қараңғулуққа нурини чачмақта.
23 Хәлиқләрни көпәйтип,
һалак қилмақта,
Халайиқни таритип,
әндин әкәтмәктә.
24 Хәлиқ башчилириниң қәлбини
тартивелип, уларни йол йоқ
чөл-җәзиридә қалдурмақта.
25 Улар қараңғуда тәмтирәп жүрмәктә,
Мәсләрдәк путлишип маңмақта.