Аюп 13:1—28
13 Һә! Буниң һәммисини көзүм көрди,
Қулиғим аңлап, буниңға чөкмәктә.
2 Силәр қанчилик билсәңлар,
мәнму кам билмәймән,
Мәнму силәрдин қалмидим.
3 Бирақ мән Пәрвәрдигарим
алдида сөзләшни халаймән,
Дәлиллиримни Худайимға
көрситәй дәймән.
4 Силәр ялғанни тоқуйдиған кишиләр,
Шуңа силәр пайдисиз тевиплар.
5 Аһ, әгәр силәр пәқәт
үн қатмиған болсаңларди!
Бу силәргә даналиқ болуп қетилатти.
6 Мениң етиразлиримни
тиңшап беқиңлар вә
Еғизимдин түзитишләрни
қобул қилиңлар.
7 Тәңри мәнпийитигә һәқсизлиқни
ейтиш дурусму?
Вә Униң үчүн ялғанчилиқни
сөзләш керәкму?
8 Униң үчүн үз хәтирилик
қилиш лазимму?
Худаниң пайдиси үчүн
сөз талишиватамсиләр?
9 Силәрни У синиғанда, бу яхшиму?
Адәмни алдиғандәк,
Уни алдаламсиләр?
10 У силәрни җиддий җазалайду,
Һәтта силәр йошурун түрдә
қувлуқ қилсаңларму.
11 Униң алийлиғи силәрни қорқатмамду?
Вә Униң дәһшити силәргә
һуҗум килмамду?
12 Көркәм нәқиллириңлар пәқәт
күлдин ибарәт пәнди-нәсиһәтләр,
Силәрниң тирәклириңларму
лайдин ясалған түврүкләрдур.
13 Мәндин қелиңлар,
ағзиңларни жумуңлар!
Әнди немила болса, мән сөзләймән!
14 Немә үчүн чишим гөшини йәймән
Вә җенимни алиқинимда тутимән?
15 Мана! У мени өлтүрмәктә,
Шундиму мән Униңға ишинимән!
Пәқәт Униң алдида йолумниң
паклиғини чүшәндүрүшни халаймән.
16 Мошуниң өзила ақлинишимдур,
Чүнки сахтипәз Униң йүзи
алдиға һәргиз баралмайду.
17 Демәк, гепимни диққәтлик тиңшаңлар
Вә сөзлиримгә қулақ селиңлар.
18 Мана, мән сотқа тәйяр:
Билимәнки, мән һәқлиқ.
19 Ким мениң билән риқабәткә чүшиду?
Сәвәви, йеқинда җимип,
вапат болумән.
20 Пәқәт икки нәрсини
мән билән қилмиғина,
Шу чағда мән йүзүңдин қачмаймән.
21 Қолуңни мениңдин еливәткинә,
Дәһшитиң мени титирәтмисунчу!
22 Шунда чақирғин һәм
Мән җавап беримән,
Яки мән сөзләй...
Сән маңа җавап бәргин.
23 Мәндә қанчә әйип-гуналар бар?
Маңа қанунсизлиғим билән гунайимни көрситип бәргинә.
24 Немә үчүн Сән йүзүңни
мениңдин йошуруватисән һәм
Немишкә мени дүшминиң чағлайсән?
25 Үзүлүп чүшкән йопурмақни
Сән пүвдәватмамсән?
Қуруп кәткән гияни қоғлаватмамсән?
26 Чүнки барлиқ аччиқ нәрсини
маңа беғишлаватисән
Өсмүр вақтимдики гуналиримниң ақиветини тәкитләватисән.
27 Путлиримни кишәнләргә селип,
йоллиримни күзитиватисән.
Өзәңни аяқлиримниң тапанлириға
сизиқ қиливатисән.
28 У киши чириклинип төкүлмәктә,
Күйә йегән кийимгә охшимақта.