Аюп 15:1—35

15  Теманлиқ Елипаз сөзләп, мундақ деди:  «Әқиллиқ адәмгә мошундақ қуруқ ойларни ейтип, Шәриқ сәлкинигә толған қосаққа егә болуш лайиқму?  Мошундақ гепи билән пайда йоқлиғини дәлилләп, Ярдими йоқ сөзләрни ейтиш дурусму?  Униңға қошумчә сән қорқунучниму жүтирипсән, Худаниң алдида гепиңни ойлимай қиливатисән.  Шундақ қилип, еғизлириң әйивиңни елан қиливатиду һәм Сән һелигәрләр тилини таллапсән.  Өзәңниң ағзи сени паш қиливатиду, мән әмәс, Өзәңниң тили саңа қарши гувалиқ бәрмәктә.  Һәҗәва, адәмләрдин тунҗа болуп туғулдиңму вә Дөңләрдин авал төрәлдиңму?  Сән Тәңриниң мәхпий мәслиһитини аңлидиңму вә Өзәңгә даналиқни қоштиңму?  Сән биз билмәйдиған немини билисән һәм биз чүшәнмәйдиған немини чүшинисән? 10  Аримизда ақчач һәм қери бар, Атаңниң йешидин алқиған кишиләр моҗут. 11  Сән үчүн Худаниң тәсәллиси азму? Саңа силиқ сөзлигән гәп азлиқ қиламду? 12  Немишкә жүригиң сени башқиға елип кетиватиду Һәм немишкә көзлириң һакавур қаримақта? 13  Чүнки сән яңливаштин роһуңни Илаһқа қарши қаритисән Вә еғизлириңниң сөзлирини йәнә қайтилайсән. 14  Инсан пак болуши үчүн, у кимкән? Аял киши туққан инсан Қандақларчә һәққаний болиду? 15  Мана! У һәтта муқәддәсләргә ишәнмәйду вә асманлар Униң көзидә напактур. 16  Шунда нәқәдәр паскина һәм бузуқ адәмдур! Қанунсизлиқни у судәк ичидиған. 17  Мән саңа көрситәй, Сән пәқәт тиңшап көргин, Көргән-билгинимни ейтип берәй. 18  Данишмәнләр җакалиғанлирини, Атилиридин аңлиғанлирини һәргиз йошурмиди. 19  Бир уларға йәр-зимин берилгән Вә ят киши арисида жүрмиди. 20  “Рәзил киши күнлириниң барлиғида өзини қийнимақта, Униңға берилгән яшлар сани униңдин йепиқлиқ . 21  Дәһшәт үни униң қулиғида, Теч вақиттиму булаңчи етилғандәк вақирайду. 22  Зулмәттин қутулушқа үмүти йоқ, У қилич үчүн сақланмақта. 23  У бир чишләм нан үчүн сәргәнда: Нәдин елишни билмәй, қараңғулуқта. 24  Уштумтут уни намратлиқ билән қистаңлиқ қорқатмақта, Җәңдики падишаға охшаш. 25  У қолини Худаға қарши созғини вә өзини Қадирниң алдида мәккәм көрсәтмәкчи болғини үчүн. 26  Униңға қарши қаттиқ гәдән билән чиқип, Қалқиниға ишәнгини үчүндур. 27  Шундақки, у үзини майға қаплап, Бәллирини яғ билән япти, 28  Вәйран қилинидиған шәһәрләрдә у маканлашти, Харапқа буйрулған өйләрдә истиқамәт қилди. 29  У бай болуп қалмайду Һәм күч-қудрити йоқилиду, Униң мүлки йәрдә тарқалмайду. 30  У қараңғулуқтин қачалмайду, Униң шахлирини от көйдүриду. Униң еғизидин чиққан шамалдин у учуп кетиду. 31  Шуңа адәм қуруқ нәрсигә ишәнмисун: Пай-петәклик уни алдайду. 32  Өз күнидә әмәс түгәйду Вә униң бәрги көкәрмәйду. 33  Үзүм пишмиған мевисини ташлап, Зәйтун дәриғи чечигини чүшәргәндәк, 34  Рәзилниң өйи һосулсиз болуп, Өрт вапасизлар чедирини көйдүриду! 35  У яманлиқ түгүп, зулумни туғди Вә уларниң ич-қарни ялғанлиққа толуп-ташқанди”».

Изаһәтләр