Аюп 16:1—22
16 Аюп сөз новитини елип, мундақ деди:
2 «Мән мундақ гәпләрни көп аңлиған:
Барлиғиңлар яман тәсәлли
бәргүчиләр екәнсиләр!
3 Қачан қуруқ сөзләр ахири келәр?
Сени немә чеқивалди,
бундақ җавап бәргидәк?
4 Мәнму силәрдәк сөзләләттим,
Әгәр мениң җеним силәрниң җениңлар орнида болса.
Бирақ мән силәргә сөзлирим билән йепилип,
бешимни чайқаттимму?
5 Силәрни еғизим билән мустәһкәмләп,
Ағзимни ечип давалаттим.
6 Ейтсамму, һәсритим түгимәйду,
Әгәр сөзлимисәм, немә өзгириду?
7 Һә! Әнди У мени таза һарғузди.
Мениң гувачим болидиған
нәрсиләрни кекәч қиливәтти.
8 Гувачи болған мени кишәнләп,
Маңа қарши һалсизлиғим
үзүмгә күлмәктә.
9 Униң қәһри мени парчилап,
адавәт сақлимақта,
Чишлирини ғучурлитип,
дүшмәндәк қаримақта.
10 Ағзини маңа кәң ечип,
Тилап, мәңизлиримгә урмақта.
Һәммә көпчилик маңа
қарши чиқмақта.
11 Худа мени адилсизға тапшурди,
Зулумларниң қолиға селип бәрди.
12 Мән хатирҗәмликтә едим,
лекин У мени силкип,
Гекитигимдин тутти уруп,
Өзи үчүн мени нишан қилди.
13 Униң оқ-ячилири мени қоршап,
Ич-қарнимни айимай чапмақта
Вә йәргә сәпрайимни төкмәктә.
14 У мени тамни тәшкәндәк тәшмәктә,
Күчлүк җәңчидәк маңа жүгримәктә.
15 Қапни тикип, тенимгә арттим
Вә мүнгүзүм топраққа санчилди.
16 Йүзүм жиғидин қизирип кәтти,
Қапақлиримға өлүм сайиси қонди.
17 Буниң һәммиси қолумда
һечбир рәнҗитишниң йоқида
Вә дуайим таза болғанлиғида
йүз бәргән еди.
18 Зимин! Қенимни япма вә
Зарлишимниң ахири болмисун!
19 Йәнә мана! Әрштә Гувачим мениң
һәм Һимайичим мениң бардур!
20 Мени тилаватқанлар достлирим,
Тәңримгә көзүм тохтимай жиғлайду,
21 У Өзи мошу талашни:
Худа билән адәм арисида,
Адәм балиси һәм униң
ағиниси арисида йәшсун.
22 Чүнки аз вақиттин кейин ахирлишип,
Мән қайтип кәлмәйдиған
йол билән кетимән.