Аюп 19:1—29
19 Аюп җававини бәргәч, мундақ деди:
2 «Қай ваққичә җенимни қийнап,
Гәплириңлар билән урусиләр?
3 Мана, он қетим шәрмәндә қилип,
Мениң билән сүрлүк муамилә
қилиштин иза тартимайсиләр.
4 Әгәр мән һәқиқәтән қилмиш
өткүзгән болсам, мениң хаталиғим
мениңда қалидиғу, халас.
5 Әгәр өзәңларни мәндин улуқ
санисаңлар, унда мәсхирәмни
ашкарилап-испатлап бериңлар.
6 Бирақ шуни билиңларки,
Тәңри Өзи мени аздурди
Вә Өз ториға мени чүшәрди.
7 Мән: “Зорлуқ!”— дәп вақираймән,
Ярдәм сорап жиғлаймән,
амма җавап вә адиллиқ йоқ!
8 У йолумни таш сепил билән ториди
Һәм йоллиримға зулмәт чүшәрди.
9 Бешимдин таҗамни йешип,
Мәндин шәрипимни тартивалди.
10 Һәммә тәрәптин мени силкип,
Үмүтимни дәрәқни силкигәндәк,
йоқ қиливәтти.
11 Униң ғәзиви маңа көймәктә,
У мени Өз дүшмини қилмақта.
12 Униң әскәрлири бирикип кәлди,
Чедирим әтрапида қараргаһ тикти.
13 Қериндашлиримни У мәндин
жирақлаштурди, мени билгәнләр
үзини өрди.
14 Йеқинлирим мени ташлап,
Тонушлирим мени унтиди.
15 Өйүмдики мусапир, хизмәткарим
ятлишип, уларниң көзидә
Мән бир сәргәнда.
16 Малийимни чақирсам —
җавап бәрмәйду,
Еғизлирим уни ялвуриду.
17 Һаятим аялимғиму жиркиничлик
Вә бирқосақ қериндашлирим
мениңдин нәпрәтлиниду.
18 Кичик балиларму мени
көзигә илмайду,
Уларму маңа қарши сөзләйду.
19 Мени билгәнләрниң барлиғи
мениңдин жиркиниду
Вә мән яхши көргәнләр
Маңа қарши чиқиватиду.
20 Сүйәклирим терәмгә чаплашти
Һәм чишлирим һингийип қалди.
21 Достлирим, мени айисаңларчу,
Чүнки Яратқучиниң қоли маңа тәгди!
22 Немишкә силәр мени
Худадәк тәқипләп,
Мениң беғиримни жулушқа тоймайсиләр зади?
23 Еһ, сөзлирим йезилған болуп,
Әгәр улар китапта ипадиләнсә!
24 Қияташта төмүр пичақ билән оюлуп,
Қоғушун билән мәңгүгә қуюлсиди!
25 Мән яхши билимәнки,
Қутқазғучим тириктур!
У йәр үстидин пәйда болиду!
26 Терәм әттин җудалишип чүшсиму,
Мән бәрибир Рәббимни көримән.
27 Мән өзәм Уни көримән,
Мениң көзүм, башқисиниң әмәс,
Уни көриду, халас!
Көксүмдә жүригим тақәтсиз күтиду.
28 Шу вақитта силәр: “Немишкэ биз
уни қоғлидуқ?”— дәйсиләр,
Адаләтлик мән тәрәптә болиду.
29 Шу күни қиличтин қорқуңлар,
Берәһимлик қиличқа лайиқ гунадур.
Келәчәктә сотниң барлиғини
чоқум билиңлар!»