Аюп 2:1—13
2 Бир күни Худаниң оғуллири Йәһваниң һозурида болушқа кәлди, уларниң ичидә Шәйтанму Йәһваниң алдида турди.
2 Йәһва Шәйтанға соал қойди: «Сән нәдин кәлдиң?» Шәйтан Йәһваға җававән: «Мән йәр-зиминни кезип чиқтим»,— деди.
3 Шунда Йәһва Шәйтанға: «Сән диққитиңни Мениң қулум Аюпқа ағдурдиңму? Сәвәви, униңға охшаш бирму киши йәрдә йоқ: у нуқсансиз, адаләтлик, Худадин әйминидиған вә рәзилликтин өзини қачуридиған адәм. У һазирғичиму өз әйипсизлигидә мәккәм болмақта! Сән болсаң, Мени униңға қарши болуп, уни сәвәпсиз һалак қилишқа йол қоюшумға дәвәт қилғандиң»,— деди.
4 Шәйтан Йәһваға җавап берип, мундақ деди: «Терә терә үчүн, лекин инсан бар нәрсисини һаяти үчүн бериветиду.
5 Амма қолуңни созуп, униң сүйиги билән етигә тәккинә, шу чағда у йүзүң алдида Саңа ләнәт оқуйду!»— дәп көкәп кәтти.
6 Йәһва Шәйтанға: «Мана у сениң қолуңда, пәқәт униң җенини сақлиғин!»— дәп имканийәт бәрди.
7 Шуниң билән Шәйтан Йәһваниң алдидин кетип, Аюпни мохо кесили билән айиғиниң тапинидин башлап бешиниң чөгүлмишигичә җараһәтлиди.
8 Аюп сапал сунуғини елип, күлгә олтирип, униң билән ярилирини қирди.
9 Шу чағда униң аяли: «Сән техила өзәңниң бенуқсанлиғиңда қаттиқ туруватамсән? Худани қарғап, өлүп кәтсәңмамду»,— дәп ичини ағритти.
10 Бирақ у униңға: «Сән әқлидин адашқанлардәк сөзләватисән. Демәк, яхшилиқни һәқиқий Худадин қобул қилип, яманлиқни қобул қилмаймизму?!»— дәп җавап бәрди. Буниң һәммисидә Аюп еғизи билән күпүрлүк өткүзмиди.
11 Аюпниң бешиға чүшкән барлиқ дәртлирини үч ағиниси аңлиди, уларниң һәрқайси өз җайидин чиқти: теманлиқ Елипаз, шувахлиқ Билдад вә наамалиқ Зопар бир йәрдә учришип, униң билән биллә қайғуруп, тәсәлли беришкә маңди.
12 Улар йеқинлашқанда, уни жирақтин көрүп, тоналмиди. Шуниң билән улар үн қетип, һөкүрәп жиғлап кәтти. Һәрқайси кийимлирини жиртип, топини бешиға чечип, уни асманға атти.
13 Улар униң билән йәрдин турмай, йәттә кечә-күндүз олтарди. Уларниң һечбири униңға бирму сөз ейтмиди, чүнки улар униң дәрт-һәсритиниң бәк зор екәнлигини көрди.