Аюп 21:1—34

21  Аюп сөзини қилип, мундақ деди:  «Гепимни диққәтлик тиңшаңларчу! Буниң өзи силәрдин маңа тәсәлли болсун.  Мән сөзләп болғичә, Мени чидаңлар. Мән сөзләп болғандин кейин Мени тиллаңлар.  Мениң шикайитим адәмгиму? Шуңлашқа қандақ қорқмаймән?!  Маңа қарап беқиңлар һәм қолуңларни еғизиңларға қоюңлар.  Өтмүшни әскә алсам, җалақлап кетимән вә Титирәк тенимни басиду.  Немә үчүн рәзилләр қерийду? Байлиғи билән ешип чүшиду?  Уларниң әвлади өзлиридәк Көз алдида яхши турмуш кәчүрүп, Нәврилири билән уларниң алдида.  Уларниң өйлири течлиқта, қорқумсиз Вә Худаниң тайиғи уларға тәгмәйду. 10  Буқиси уруғини бекарға төкмәйду Вә калиси болса, қисир қалмайду. 11  Өз балилирини қудди қой падисидәк чиқирип, уларниң пәрзәнтлири шатлиқта сәкрәп-ойнайду. 12  Дап-думбақниң авазида күйләп, нәйниң үнидә ойнап-күлиду. 13  Күнлирини бәхитлик өткүзүп, Бир дәмдила гөргә кириду. 14  Худаға улар: “Биздин нери тур, Сениң йоллириңни билишни һәм тонушниму халимаймиз! 15  Пәрвәрдигар кимкән шунчә, Униңға хизмәт қилишим үчүн? Униңдин бизгә немә пайда, Немә үчүн Уни издәймиз?”— дәйду. 16  Көрүватамсиләр! Уларниң қолидики бәхит әмәс! Яманларниң мәслиһәт-нәсиһити Мәндин жирақ болғай! 17  Қанунсизларниң чириғи тез өчүп, уларниң һалакити келәмду? У ғәзивидә уларға көплигән ағриқ-кесәлләрни әвәтәмду? 18  Улар шамал алдида самандәк болуп, Қуюн елип кетидиған ғазаңдәк боламду? 19  “Худа буниң оғуллири үчүн униң яманлиғини сақлап қалиду”,— дәйду. Лекин өзигә явузлуғи үчүн бәрсиму! 20  Уни паш қилғинини көзлири көрүп, Қадирниң қәһри қачисидин өзи ичсимәмду. 21  Сәвәви, өзидин кейин өйи билән немә кари, Чүнки яшайдиған айлириниң вақти тамамландиғу? 22  Рәббни даналиққа үгитиш мүмкинму? У Өзи әрштикиләргиму һөкүм чиқирип бәрмәктә. 23  Бәзи киши өмриниң толуқлиғида вапат болиду, Қайғу-һәсрәт һәм җапани көрмәй. 24  Униң яйлақлиридин сүт еқип, Сүйәклири сап иликкә толған. 25  Башқиси болса яхшилиқ көрмәй, Җан хапичилиғида өлүп кетиду. 26  Иккилиси топрақта ятиду вә Қурутлар уларниң йотқини болиду. 27  Мана, мән силәрниң ой-пикирлириңларни билимән. Ейтидиған һейлә-микирлириңларни. 28  Силәр: “Қени бәгниң макани Вә қанунсизлар бәһирлинип яшиған чедирлири?”— дәйсиләр. 29  Саяһәтчиләрдин соримидиңларму Вә уларниң баянатлирини тиңшап, тәкшүрмидиңларму? 30  Һалакәт күнидә зулум Аман қалиду Вә ғәзәп күнидә у сақлиниду. 31  Ким униң йолини паш қилиду? У қилған иши үчүн Ким дәшнәм бериду? 32  Уни қәбирстанға чирайлиқ узитиду, Йәлигигә ғәмхорлуқ қилиду. 33  Униң үчүн йәр даңгаллири шериндәк татлиқ болиду. Өзиниң кәйнидин адәмзатниң барлиғини башлайду, Униңдин бурун кәткәнләрму сансиз. 34  Қандақ қилип, силәр Мени бәзләйсиләр? Силәрниң җаваплириңларда пәқәт бир вапасизлиқ.

Изаһәтләр