Аюп 22:1—30

22  Теманлиқ Елипаз мундақ дәп, җавап бәрди:  «Тәңригә инсан пайда кәлтүрәләмду? Әқиллиқ киши пайдини пәқәт өзигила әкелиду.  Һәммигә Қадир сениң һәққанийлиғиңда хурсәнлик тапарму? Һәм сән йоллириңни нуқсансизлиқта сақлиғанлиғиңдин Униңға үлүш-мәнпийәт барму?  У сәндин қорққач, талаш-тартишқа чүшәмду һәм сениң билән сотлишишқа барамду?  Сениң әйиплириң зор әмәсму? Қанунсизлиқлиғиң мол әмәсму?  Сән өз қериндашлириңдин гөрүгә затларни елип, ялиңачлардин кийимини йәштүрдиңғу.  Һарғанға услуқ бәрмидиң Вә ачқа нан сунмидиң.  Күчлүк қоллуқ адәмгә йәр мәнсүп, Сахтипәзликтә у униңда яшайду.  Тул аялларни қуруқ қол әвәттиң, Житимлар бүлҗүңлири аҗизлашти. 10  Шуңлашқа чирмақ саңа артилди, Сени уштумтут дәһшәт қоршиди. 11  Яки һеч көрүнмәйдиған зулмәт қаплап, мол сулар сени басти. 12  Асманниң әршидә Илаһ йоқму? Юлтузларға беқип көргинә, Улар қандақ егизликтә! 13  Сән: “Худа немини билиду? Қараңғулуқ арисидин У зади һөкүм қилаламду? 14  Булутлар Униң пәрдилиридур, Шуңа У көрмәйду, Пәқәт асман чәмбиридила У жүриду”,— дәйсән. 15  Сән қедимий замандин башлап, Рәзилләр маңған йолда турамсән? 16  Улар вақтидин авал тутулғанлар, Дәрия сулири һулини әкәткәнләр. 17  Улар Худаға: “Биздин нери бол! У бизгә немә қилар?”— дегәнләр. 18  У болса, өйлирини гәшкә толтурған. Мәндин явузларниң мәслиһити нери турсун! 19  Адиллар көрүп, шатланди Вә нуқсансиз уларға күлди: 20  “Дүшмәнләрниң йоқалғини растму? Уларниң артуқчилиғини от йеди”. 21  Худа билән яришивалғин, хатирҗәм болисән. Шу чағда саңа бәрикәт қайтиду. 22  Униң еғизидин қанунни қобул қип, Униң сөзлирини жүригиңдә сақла. 23  Рәббиңгә қарисаң, тиклинисән, Чедириңдин қанунсизлиқ йоқитисән. 24  Зиминиңға пақирақ маддини қойисән, Өстәң ташлириға Офир алтунини. 25  Яратқучи Өзи алтунуң болиду, Әң талланған күмүчиңдур. 26  Сәвәви, Рәббиңдә хошаллиқ тепип, Тәңриңгә үзүңни көтирисән. 27  Униңға дуа қилғанда, У аңлап, Вәдилириңни сән орунлайсән. 28  Немини нийәт қилсаң, орунлиниду. Йолуң үстидә нур парлайду. 29  Улар пәсәйгәндә, сән: “Көтирилдим”,— дәйсән. Көзини йәргә қаратқанни Худа қутқузиду. 30  У әйипсизни қутулдуруп, Қоллириниң паклиғидин Бәндә аман қалиду».

Изаһәтләр