Аюп 23:1—17
23 Аюп мундақ җавап қайтурди:
2 «Һазирниң өзидиму мениң гепим
аччиқтур, чүнки мени хапа Қилғучиниң қоли үстүмдә.
3 Аһ, әгәр мән Уни тапалисамди,
Униң тәхти орниға баралисамди!
4 Мән Униң алдида сот ишимни
тәвсийә қилаттим, еғизлиримни дәлилләргә толтураттим.
5 У маңа җавап бәргән
сөзлирини чүшинип,
Униң маңа дәйдиғинини ойлаттим.
6 Наһәтки У Өз улуқлиғида
Мән билән риқабәтлишәтти?
Яқ! Пәқәт У маңа диққитини
бөлсила еди!
7 Шунда диянәт киши Униңға
ишини чүшәндүрәтти.
Мән Сотчимниң һозуридин
мәңгүгә ақлинип чиқаттим.
8 Мана шәриқкә меңип,
Уни тапалмидим.
Ғәрипкә қарап, Уни көрәлмидим.
9 Шимал Уни йошуриду,
Җәнупму шундақ қилиду.
10 Һалбуки, У ички йолумни билиду,
Мени синисун, алтундәк чиқимән.
11 Путум мәккәм Униң йолида турған,
Униң йолини тутуп, чекинмедим.
12 Униң вәсийәтлиригә әмәл қилип,
һәргиз чәтнимидим,
Униң тохтамлирини өзәмниң Адитидин артуқ сақлидим.
13 Лекин У қәлбидә бөлүнмәйду,
Ким Уни йолидин чиқириду?
Немини Униң җени халиса,
шуни җәзмән қилиду.
14 Шундақ! У маңа керәкликни
орунлап бериду.
Униң буниңға охшаш йешимлири көп.
15 Шуңа Униң йүзидин қорқумән,
Мулаһизә қип, Униңдин әйминимән.
16 Худа мениң жүригимни бошатти
Вә Қудрәтлик мени һәҗәпләндүрди.
17 Зулмәтниң алдида вәйран болмидим,
Қараңғулуқ билән У үзүмни япмиди.