Аюп 24:1—25

24  Немә үчүн Һәммигә Қадир һөкүм күнлирини бәлгүлимиди? Уни тонуп-билгәнләр ушбу күнләрни көрмәйду?  Чегариларни йөткәп, падиларни һайдап кетидиғанлар Уларни қорқмай өзлиридә бақиду.  Житимлардин ешигини әкетип, Тул аялниң өкүзини гөрүгә алиду.  Улар намратларни йолдин иштирип, Йәрниң җапакәшлири улардин мөкүшкә мәҗбур.  Явайи ешәкләрдәк сәһрада чиқип, Сәһәрдә өз ишини қилип, озуқ тапиду. Җәзирә балилириға нан бериду.  Етизда мели үчүн йәм жиғиду, Рәзилләрниң үзүмзарлиғида мевини алдирап алиду.  Улар ялиңач түнләйду вә кийимсиз соғда дирилдәйду.  Ямғур-йешинниң астида чөп-чөп болуп, Макани йоқ, ғарташқа йепишиду.  Бирлири житимни әмчәктин жулуп алиду, Бәзилири гадайни өлүмгә апириду. 10  Бирлири ялиңач, кийимсиз жүрүп, Ач түридә дан бағлирини тошуйду. 11  Чүштә зәйтун мейини тошуп, Үзүм ширнисини чиқирип, өзлири уссиз қалиду. 12  Шәһәрдин кишиләрниң товлиши аңлиниду. Өлтүрүливатқанниң җени қахшайду, лекин Худа дуасини тиңшимайду. 13  Бәзилири болса, қуяш йоруғиниң дүшминидур, улар Униң излирини билмәйду Вә Униң қарарлирида турмайду. 14  Нур чиққичә қатил орнидин турмақта, Гадай билән намратни өлтүрүп, кечиси оғри болмақта. 15  Зинахорму ахшамни күтиду: “Һечкимниң көзи көрмисун!”— дәп, Үзигә йопуқ япиду. 16  Қараңғуда өйләргә һуҗум қилип, Күндүзи өзлирини көрсәтмәйду. 17  Уларға һәммә нәрсә охшаштур, сәвәви, Сәһәрлиги, ахшими... зулмәтниң дәһшәтлири уларға тонуштур. 18  Бундақ киши сулар билән тез әкетилиду, Зиминдики өлчүк йери ләнәттә , У үзүмзарлиқларниң гөзәллигигә қарашқиму лайиқ әмәс. 19  Қурғақ йәр, аптап қар сулирини ялмап жутиду, Гөр-қәбирстан гунакарларни! 20  Уни анисиниң қосиғи унтуйду, уни қурут йәйду. У пүтүнләй унтулуп қалиду, Дәрәқ сунғандәк, қанунсизлиқ гумран болиду. 21  У балисиз, туғмас аялға яманлиқ қилип, Тул аялғиму яхшилиқ қилмайду. 22  Амма һәққанийлар болса, өз күчидә узақ туриду, Һәтта тирик қалидиғанлиғиға ишәнмигәндиму туруп қалиду. 23  У униңға бехәтәрлиги үчүн түрткә бериду, Униң көзлири уларниң йолиға нәзәр салиду. 24  Улар егиз туриду, Уштумтут уларму йоқ. Шуңа уларму қәбирләрдә ятиду Вә башақ кесилгәндәк, кесилиду. 25  Шундақ әмәсму? Ким мени әнди ялғанчилиқта әйипләйду? Яки гепимдә хаталиқ тапиду?»

Изаһәтләр