Аюп 27:1—23
27 Аюп яңливаштин гепини башлап, чевәр сөзләрни ейтти:
2 «Мени һоқуқлиримдин мәһрум
қилған Худа тириктур
Вә көңлүмни хапа қиливатқан Һәммигә Қадир бардур.
3 Һәтта нәпәсим мәндә болуп,
Худаниң роһи димиғимда
моҗут болуватқанда,
4 Еғизим наһәқлиқни ейтмайду
Вә тилим ялғанчилиққа бармайду.
5 Һәргиз силәрни растчилар,
дәп етирап қилмаймән,
Өлүп кәткичә нуқсанлиғимни
зади тартқузмаймән!
6 Һәқиқитимни қаттиқ тутуп,
қоюп бәрмәймән,
Жүригим күнлиримниң
һечқайсини әйиплимәйду.
7 Дүшминим әйиплик чиқсун,
Қаршилашқучим адилсиз тепилсун.
8 Чүнки сахтипәзниң қандақму
үмүти қалар,
Сотчи һаятини тартивалғанда?
9 Униңға дәрт-һәсрәт кәлгәндә,
Яратқучи пәриядини аңламду?
10 Пәрвәрдигаридин тәсәлли тапамду,
Худани һәр вақитта чақираламду?
11 Силәргә Худаниң қоли
һәққидә тәлим берәй,
Униң тоғрилиқ билгинимни
силәрдин йошурмаймән.
12 Мана! Силәр өзәңларму
буни көрдүңлар.
Шуңлашқа немә үчүн
қуруқ сөз қиливатисиләр?
13 Мана, мошундақ қанунсиз
кишигә Худадин несип,
Пәрвәрдигардин улар залимлар мирасини алиду.
14 Әгәр униң оғуллири көпәйсиму,
қилич үчүндур
Вә әвлатлири нанға тоймайду.
15 Аман қалғанлар болса,
өлүм вабасидин йоқайду
Вә тул аяллири жиғлимайду.
16 Әгәр у күмүчни топидәк топлисиму,
Чирайлиқ кийимләрни лайдәк жиғсиму,
17 У жиғидию, һә, салиһ кийиниду,
Күмүчини әйипсиз несиптәк алиду.
18 У өйини гоя күйидәк салиду,
Күзәтчи ясиғандәк, кәписини тикиду.
19 У бай түридә ятиду,
Көзини ачса, һечнемә йоқтур.
20 Уни дәһшәтләр кәлкүндәк япиду
Вә түндики шувурғандәк
учартип кетиду.
21 Шәриқ шамили көтирип әкетип,
Орни уни тапалмайду.
22 У униңға етилғанда, айимайду,
У Униң қолидин қечишқа
қанчиму күч салмисун,
23 Униң тоғрилиқ халайиқ қоллирини
шилтип қалиду вә
Орниға ушқетип қарайду.