Аюп 29:1—25

29  Аюп сөзини давамлаштуруп, тәмсилдәк есил гәпни қилди:  «Аһ, әгәр мән яңливаштин бәхитлик айларға кәтсәм, Мени Худа Өзи сақлиған күнләргә,  Униң чириғи бешим үстидин йоруқ болуп, Мән зулмәт ичидә Униң нурида жүргәндә,  Мән өмрүмниң әң яхши жиллирида яшап, Худаниң йопуғи чедирим үстидә йепилғанда,  Пәрвәрдигарим мән билән болуп, Балилирим өп-чөрәмдә ойниғанда,  Тапанлирим сүттә жуюлғандәк, Қияташ маңа май ериқлирини төккәндә,  Мән шәһәр дәрвазилириға чиққанда, Мәйданда орундуғумни қойғанда,  Яшлар мени көрүп, мөкүнәтти, Қерилар орунлиридин турушатти.  Бәгләр гепини тохтитип, Еғизини қоли билән япатти, 10  Мәшһур әрләр үни тинип, Тили чишиға япишип қалатти, 11  Чүнки қулақ мени аңлап, махтатти Вә көз көрүп, бәхитлик ататти. 12  Сәвәви, мән дәртмәнни қутқузуп, Ярдәмчиси йоқ житимға ярдәмни берәттим. 13  Җапада қалғанниң бәрикити маңа келәтти Вә тул аялниң разилиғини мән аңлаттим. 14  Мән һәққанийлиққа кийинәттим, Адаләтлик маңа йепинча вә бәлбағ болатти. 15  Қарғуниң көзи болаттим, Токуниң путлири едим. 16  Намратларға мән ата болдум, Мусапирлар әһвалиға чөкәттим. 17  Җинайәтчи иңәклирини чақаттим, Униң чишлиридин оғриланғанни жулуп чиқаттим. 18  Мән: “Угамда яшап, өлимән, Күнлирим қумдәк көп болиду. 19  Йилтизим суларға очуқтур, Шәбнәм шахлиримға қониду. 20  Шөһритим йеңилинип, қолумдики оқ-я йәнә етилиду”,— дәп ойлаттим. 21  Мениң еғизимға қарап, Мәслиһитимни үндимәй тиңшатти. 22  Гәплиримдин кейин һечқачан етираз билдүрмәтти Вә сөзлирим ямғурдәк яғатти. 23  Мени йешиндәк күтәтти Вә баһардики ямғур санатти. 24  Мән етиқатсизлар алдида тәбәссум әйләттим вә Йүзүмниң нурини улар өчүрәлмәтти. 25  Улар үчүн йолларни таллап, башчидәк арисида болаттим. Әскәрлири ичидә тәсәлли бәргүчи падишадәк олтираттим.

Изаһәтләр