Аюп 3:1—26
3 Андин кейин Аюп еғизини ечип, өз күнини қарғиди.
2 Аюп башлап, мундақ деди:
3 «Мән туғулған күн һалак болсун:
“Адәм балиси төрәлди!”—
дегән һәм кечиси.
4 Ушбу күн зулмәткә айлансун,
Уни Худа әрштин әскә алмисун,
Униң үстидин нур яғмисун!
5 Уни қараңғулуқ билән өлүм
көләңгиси напақ қилсун.
Уни қара булут япсун вә
Күнниң қизитмиси һәйвәтлик қилсун.
6 Мәзкүр түнни зулмәт бесип, у
Жил күнлири арисида шатланмисун
Вә айларниң һесавиға кирмисун!
7 Аһ, мошу кечә үнүмсиз қалсун,
Униңға хошаллиқ яр болмисун!
8 Уни күндүзни қарғайдиғанлар
илкигә елип,
Әҗдиһани охитидиғанлар
ләнәткә тутсун!
9 У күнниң таң юлтузлири өчүп кәтсун,
Нурға тәшна болсиму, уни көрмисун,
Қуяшниң көз ачқинини байқимисун,
10 Сәвәви, мени көтәргән қосақниң
ишиклирини япмиғини үчүн
Вә көзүмдин дәрт-әлимимни йоқатмиғини үчүндур!
11 Немишкә мән балиятқуда өлмидим,
Қосақтин чиққанда көз жуммидим?
12 Немә үчүн мени тизлар учратти?
Немигә мән әмчәкләрни емидим?
13 Чүнки мән теч йетип,
ухлиған болаттим,
Шу чағда мән арамлиқ тапаттим.
14 Өзлиригә харабилиқлар селиватқан,
Мән зиминниң падишалири һәм
мәслиһәтчилири билән ухлаттим.
15 Яки өй-маканлирини күмүч
билән алтунға толтурған
Бәгләр билән биллә ятаттим.
16 Көрүнмигән чүшүктәк, мән яки
Йоруқ көрмигән сәбиләр болаттим.
17 У йәрдә қанунсизлар
яманлиқ қилмайду,
У йәрдә аҗизлашқанлар дәм алиду.
18 Мәһбуслар биргә арамлишип,
Ишқа салидиғанни аңлимайду.
19 У йәрдә улуқ һәм әрзимәс
тәңләштүрүлгән,
Қул болса ғоҗайинидин
азатлиққа чиққан.
20 Немә үчүн У дәртмәнгә
йоруқлуқ көрситип,
Һәсрәтлик җанларға һаятлик бериду?
21 Улар өлүмни тақәтсизлик
билән күтиду,
Уни ғәзнини колиғанлардин артуғирақ издәйду.
22 Улар вапатни шатлинип қобул қилиду,
Уни учратқанда, беши көккә йетиду.
23 Немишкә Тәңри йоли йепилған әргә
йоруқлуқ бериду,
Гәрчә униңға чөрәдәп
тосқунларни қойсиму?
24 Чүнки мениң уһ тартишлирим
тамиғимдин бурундур вә
Судәк өпкидәшлирим қуюлмақта.
25 Мени дәһшәткә салидиған нәрсә
бешимға чүшти,
Мән әң қорқудиған нәрсә маңа кәлди.
26 Мәндә арамлиқ, тиничлиқ йоқтур,
Һечбир хурсәнлик һаятимда.
Әксичә ғәзәп кәлмәктә».