Аюп 30:1—31

30  Һазир мениң үстүмдин кичикләр күлмәктә, Уларниң атилирини һәтта падилиримниң иштлири билән Мән һәргиз биргә қойматтим.  Уларниң қолиниң күчи маңа немигә керәк? Улар қериғанда җапа болатти:  Гадайлиқ һәм ачарчилиқ билән улар қурутулғанлардур, Улар сусиз, вәйран қилинған йәрни ғаҗилимақта,  Тузлуқ кокатни жиғип, Өсүмлүкләрниң йилтизлири уларниң ненидур.  Җәмийәттин уларни қоғлайду, Оғрилардәк уларға вақирайду.  Дәһшәтлик сайларда улар яшайду, Йәрниң орилирида һәм өңкүрләрдә.  Чатқалларниң арисида һөкүрәп, Тикәнликниң астида ятиду.  Ярамсиз кишиләрниң оғуллири, Исим-нәсибисиз әвлат қоғланди!  Мана, мән шундақларниң нахшиси болдум, Улар үчүн тәмсил болдум. 10  Мәндин жиркинип, қачиду вә Үзүмгә түккириштин қорқмайду. 11  Чүнки оқ-яримни бошаттиң, Шуңа улар үз-хәтир қилмайду. 12  Оң биқинимда мәзкүр һарамлар турмақта, Мени жиқитип, һуҗум қилмақта. 13  Улар йолумни колап-бузуп, Ярдәмчиси йоқлар мени һалак қилмақчи. 14  Кәң йочуқтин чиққандәк, Боһрандәк йетип кәлди. 15  Һәммә нәрсәм өзгәрди, Дәһшәт шәнимни учартти. Булуттәк қутқузулушум көтирилип, әршкә учуп кәтти. 16  Җеним мениң яшлиримда төкүлүп, ириқта еқип кәтти, Һәсрәт күнләр маңа кәлди. 17  Түн сүйәклиримни ғаҗилимақта, Мени йәйдиғанлар ухлимайду. 18  Бүйүк күчниң тәсиридин кийимим һәм чирайим өзгәрди. У мени яқамдин тутти. 19  Мени патқаққа ташлиди, Мән топа билән күлгә айландим. 20  Саңа вақирисам, җавап бәрмәйсән, Алдиңда турсамму, қаримайсән. 21  Сән мән үчүн берәһим болдуң, Қудритиң билән маңа қарши туруватисән. 22  Мени соғ шувурғанда көтирип, Униңда елип маңисән. Андин җенимни қизиқ шамалда еритисән. 23  Мән шуни билимәнки, Сән мени өлүмгә апирисән Вә мәрһумлар топланған маканға чүширисән. 24  Илтиҗам бекарға! Гәрчә улар ялвурсиму, У қолини көтирип, өлтүриду. 25  Қандақларчә жиғлимаймән?! Қәлбим мениң житимдәк. 26  Сәвәп, мән яхшилиқ күткәндә, әксичә, яманлиқ кәлди. Нурни күткәндә, зулмәт япти. 27  Ичим көйүп тохтимайду, Мени дәрт күнләр басти. 28  Мән қардап кәттим, лекин қуяштин әмәс, Һәқләр жиғинида ярдәм сорап вақиридим. 29  Чил бөриләрниң дости болдум, Туяқ қушларниң бурадәри. 30  Терәм мәниңда қарийип, Сүйәклирим көйүп кәтти. 31  Чилтарим пәқәт мискиндур Вә нәйим пәқәт жиғлайду.

Изаһәтләр