Аюп 31:1—40

31  Көзлирим билән келишим түздим: Қандақларчә мән қизға диққәт ағдураттим?  Буниңға Худадин қандақ қисмәт, Пәрвәрдигардин қандақ несип?  Бузуқ үчүн пәқәт һалакәт Вә қанунсизға апәт кәлмәмду?  У йоллиримни көрмидиму Вә қәдәмлиримни санимидиму?  Әгәр мән ялғанчилиқта жүргән болсам вә һейлә-микиргә путум жүгригән болса,  У мени һәқ таразида өлчисун, Тәңрим әйипсизлигимни билсун.  Әгәр йолдин тапанлирим чәтнисә Вә көзлиримниң хаһишигә жүригим әгәшсә вә Қоллиримға дағ чүшсә,  Шу чағда мән терәй, һә, башқиси йесун Вә мениң әвлатлирим жулунсун.  Әгәр көңлүм өзгә аялға чаплишип, Мән йенимдикиниң босуғисида марап ятсам, 10  У чағда аялим башқиси үчүн ун тартсун вә Башқиси униң үстидә ятсун! 11  Чүнки бу яман нуқсандур һәм сот тәрипидин чоқум җазалинидиған қилмиштур! 12  Чүнки бу һәммә нәрсини қәбиргичә йәйдиған от, У мевилирим йилтизиғичә көйдүриду. 13  Мән малайлирим һоқуқлирини қандақту-бир камситқанму, Улар мениң билән талашқанда? 14  Худа улар үчүн туруп, мени җавапқа тартқанда, Җазасиға мән немиму дәттим? 15  Мени қосақта яратқан униму яратмидиму?! Иккимизни бәрпа қилған Ялғуз-Йеганә әмәсму? 16  Муһтаҗ адәмләр халиғинини Мән рәт қилғанму вә Тул аялниң көзини тәлмүрткәнму? 17  Мән ризқамни ялғуз йегәнму? Уни житим-йесир йемигәнму? 18  Чүнки өсмүр вақтимдин У мәндә худди атиси бардәк өсти. Гөдәк турупла тул аялға йөләкчи болдум. 19  Бепәрва қаридимму мән кийимсиз болған мусапир вә Йепинчиси йоқ намратқа? 20  Униң тән-тени маңа тәшәккүр ейтмидиму? Қойлиримниң жуңи билән у иссинмидимму? 21  Шәһәр дәрвазиси алдида житимға сот вақтида муштумимни көрсәттимму? 22  Ундақ болған болса, мүрәм йәлкәмдин чүшүп кәтсун Вә билигимдин алқиним аҗрап кәтсун! 23  Шундақ! Худадин һалакәт келип, Униң алдида мән туралматтим. 24  Әгәр алтунға таянған болсам, Униңға: “Сән үмүтим”,— десәм, 25  Әгәр байлиғимниң моллиғиға хурсән болсам, Қолумниң көп тапқиниға шатлансам, 26  Күн нурини көрүп, Айниң әрштә жүрүшигә зоқлинип, 27  Жүригим қетида мән алдинип, Улар шәрипигә қолумни сөйдүмму? 28  Бундақ болса, җазаға тегиш қилмиш болатти, Чүнки мән Илаһ Рәббимдин ваз кәчкән санилаттим! 29  Дүшминимниң өлүми һәққидә хошал болдумму Вә у бәхитсизликкә учриғанда, қанаәт һасил қилдимму? 30  Яқ! Мән гекитәкни гуна өткүзүшкә қойматтим вә Қарғап, униң өлүмини издимәттим. 31  Чедирим хизмәткарлири: “Ким униң тамиғидин дәм тартмиди?”— дәп ейтмидимму? 32  Мусапир кочида қонматти. Ишиклирим сәйяһқа ечиқ еди. 33  Мән бәндидәк хаталиқлиримни йошурдимму вә көңлүмдә җинайәтлиримни тиқтимму? 34  Мән бүйүк жиғиндин қорқуп, Қәбилиләр жиркиничидин әйминип, Унда мән үндимәй, һәтта ишигимдин чиқматтим. 35  Аһ, У мени тиңшап көрсә, Мана, мениң шикайитим! Һәммигә Қадир җавап бәрсиди! Риқабәтчим маңа йезиқ бәрсә... 36  Ениқки, мән уни мүрәмгә артип, Уни таҗдәк кийәттим. 37  Мән Униңға қәдәмлиримни ейтип берәттим, Бәгдәк Униңға йеқинлишаттим. 38  Мениң йерим налә қиптиму? Етизлиқлар бирлишип жиғлаптиму? 39  Униң мевилирини күмүчкә сетивалмиған болсам, Егилириниң җенини қахшатсам, 40  Ундақта, буғдай орниға тикән чиқсун вә Арпа орниға явайи чөпләр!» Аюпниң сөзлири пүтти.

Изаһәтләр