Аюп 32:1—22
32 Һелиқи үч әр Аюпқа җавап бериштин қалди, чүнки у өз көзидә өзини һәққаний һесаплатти.
2 Шу чағда Рам қәбилисидин, Буз нәслиниң, Барахәл оғли Елихуниң аччиғи кәлди. Униң аччиғи Аюпқа, у өзини Худаниң алдида һәққаний, дәп саниғанлиғи үчүн,
3 һә, униң үч ағинисигә болса, уларниң җавап тапалмай, Аюпни әйиплигини үчүн ғәзиви қайниди.
4 Лекин Елиху Аюпниң гепи пүткичә сөзлимәй күтти, чүнки улар барлиғи униңдин чоң еди.
5 Елиху һелиқи үч әрниң еғизида җавапниң қалмиғинини көрүп, униң әсәди азапланди.
6 Шуниң билән бузилиқ Барахәлниң оғли Елиху сөзини башлап, мундақ деди:
«Мән яш, силәр болсаңлар яшниғанлар, щуңлашқа мән
әтийәт қилип, ағзимни ачмидим.
7 Мән ойлидим: “Узун жиллар
сөзлисун вә көпни көргәнләр
даналиқни ачсун”.
8 Һалбуки, адәмдә роһ бардур
Вә Пәрвәрдигарниң деми
униңға чүшәнчә бәрмәктә.
9 Яшниғанларла данишмән болмайду
вә қериларла һәқни чүшиниду.
10 Шуңа өзәмгә: “Мениму
тиңшап көрүңлара,
Мәнму өз билгинимни ейтип
көрәй”,— демәкчимән.
11 Мана, мән силәр ейтқан
мулаһизилириңларни аңлап,
Силәрниң ой-пикирлириңларни чүшинишкә тириштим.
12 Мән диққәтчанлиқ билән күттим,
Бирақ, мана, Аюп ақсақални
түзитидиған һечким йоқ,
Һечким араңларда сөзлиригә
җавап бәрмидиңлар.
13 Ейтмаңлар: “Биз даналиқ таптуқ!
Тәңри уни қоғлаватиду, инсан әмәс”.
14 Өз сөзини у маңа қаратмиди,
Мәнму силәрниң сөзлириңлар
билән уни тутмаймән.
15 Улар тиңирқап, һечнәрсә демәйду,
Сөзләр улардин чекинди.
16 Мән қанчә күттим,
лекин улар үндимәйду,
қетип қалғандәк туриду.
17 Шуңа мән җавап берәй,
Билимимни мәнму ачай.
18 Чүнки мән сөзләргә толуп кәттим,
Роһум көксүмдә қистиливатиду.
19 Мана, қәлбим ечилмиған шараптәк,
Йеңи тулумлар йерилғидәк!
20 Мәнму ейтай — йениклишимән,
Еғизимни ечип, җавап берәй.
21 Һечбир үзгә қаримаймән
Вә һечқандақ кишигә
ялақчилиқ қилмаймән.
22 Сәвәви, инсанни көтәрсәм,
Яратқучим мени йоқ қилиду.