Аюп 33:1—33
33 Демәк, Аюп ака, тиңшиғина
Вә нутуғимға қулақ салғина!
2 Мана еғизим ечилди,
Гекитәктики тилим һәрикәтләнди.
3 Жүригимниң һәқлиғи мениң
сөзлирим вә билгинимни
сәмимий йәткүзиду.
4 Худаниң роһи мени яратти,
Һөкүмдарниң деми тирилдүрди.
5 Әгәр халисаң, мени рәт қил,
Маңа қарши қураллинип тур.
6 Мана мәнму Худа алдида
сениңдәкла лайдин ясалдим.
7 Шундақла мән қорқатмаймән,
Мәндин саңа еғирчилиқ чүшмәйду.
8 Раст, сән қулақлиримға сөзлидиң,
Мән сөзлириң авазини аңлидим:
9 “Мән һәқлиқ, нуксаңсиз, таза
Вә мениңда әйип йоқтур.
10 Мана, У мени яқтурмай,
Өзиниң дүшмини санаватиду.
11 Путлиримни кишәнләп,
Йоллиримни назарәт қилмақта”.
12 Мана, мошуниңда сән адәләтсиз,
Чүнки Худа инсандин әладур!
13 Немә үчүн сән Униң
билән талишисән?
У һечбир ишида һесават бәрмәйду.
14 Һалбуки, Тәңри бир рәт сөзләйду,
Буни байқимиса — икки рәт,
15 Чүштә, түндики көрүнүштә,
кишиләр ухлиғанда,
Яки көрписидә үгдәп ятқанда.
16 У адәмниң қулиғини ечип,
Нәсиһитини уларға қуйиду.
17 Мәхсити, адәмни яман иштин,
Әрни тәкәббурлиқтин сақлаш.
18 Униң җенини оридин сақлап,
өмрини оқ һалакитидин.
19 Бәзидә у кесилидин әқил тапиду,
Сүйәклиридә шеқириған ағриқтин.
20 Һәтта нан ағзиға тетимайду
Вә сөйүмлүк таами җениға.
21 Униң ети йоқап, оруқлайду,
Авал көрүнмигән устиханлири
чиқип кетиду.
22 Җени йәликкә һәм һаяти
рәмәтликләргә йеқинлишиду.
23 Әгәр униң васитичиси болуп,
миңдин бири болған хәвәрчи,
Бу кишигә тоғра йолни көрсәтсә,
24 Шу чағда Худа рәһим қилиду:
“Уни қәбирдин бошат.
Мән төләм таптим.
25 Униң тени яш вақтидәк яшарсун,
У яшлиқ күнлиригә қайтсун!”
26 У Худаға дуа қилғанда, сөйүмлүк,
Униң йүзини көрүп, шатлиниду.
Рәбби мәзкүр кишигә
һәққанийлиғини тикләйду.
27 Ушбу вақитта у инсанлар алдида:
“Мән гуна өткүзүп, уттур
йолумни қиңғир қилғандим,
Мошу қәрзим бойичә
маңа адавәт берилмиди.
28 У җенимни қәбирдин сетивалди,
Җеним әнди нур көрмәктә!”—
дәп шат күйләйду.
29 Мана, буниң барлиғини Илаһ
Икки-үч қетим адәмгә қилиду.
30 Җенини йәликтин қутқузуп,
Һаят йоруғи билән
ақлиниши үчүндур.
31 Аюп мөтивәр, тиңшиғина,
Маңа қулақ салғина,
Мән гепимни дейишим үчүн,
Сән тиничланғина.
32 Әгәр сөзлириң болса,
етираз билдүргин,
Ейт, чүнки һәқлиғиңни
көрүшни бәк халаймән.
33 Әгәр болмиса, сән мени аңла,
Теч турғина, мән сени
дана тәлиматқа үгитәй».