Аюп 34:1—37

34  Елиху сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:  «Данишмәнләр, гепимни аңлаңлар, Әқиллиқләр, маңа қулақ селиңлар.  Чүнки қулақ сөзләрни айрийду, Ағиз тамақниң дәмини тетиғандәк.  Адиллиқни өзимизгә таллайли, Немә яхши-яман пәриқ қилайли.  Сәвәви, Аюп ака дәйду: “Мән һәқлиқ, бирақ Худа Мениң һоқуқимни тартивалди.  Растлиғимға ялғанчилиқ ейтимәнму? Нуқсансиз җараһитим сақаймас”.  Қәйәрдә Аюптәк адәм бар? Күпүрлүкни судәк ичип,  Қанунсиз җамаәткә йеқинлишип, Рәзил кишиләргә қошулмақта.  Чүнки у: “Инсанға Егиси билән Меһир-муһәббәттә жүрүштин пайда йоқ!”— дәйду. 10  Ейтидиғиним, әқли бар кишиләр, мени тиңшаңлар? Худада наһәқлиқ йоқтур вә Пәрвәрдигар адилсиз болмайду! 11  Чүнки У кишиниң ишлири бойичә һәқ төләйду, Бәндә йоллириға қарап, җазалайду. 12  Һәқиқәтән, Тәңри рәзил иш қилмайду вә Һәммигә Қадир адаләтни бурмилимайду! 13  Ким Униңға йәр-сәйярини бәрди Һәм каинатниң барлиғини бәрпа қилди? 14  Әгәр У Өзинила ойлап, Роһи билән нәпәсини Өзигә қайтурған болса, 15  Бир дәмдила һәммә җисим өләтти Вә адәм балиси топиға айлинатти. 16  Ейтмақчи, параситиң болса, Гепимниң мәнасиға чөккин. 17  Һәқни өч көргән һөкүмран ғәзивини тизгинләттиму? Қандақларчә сән адил Сотчи, Һөкүмдарни әйипләттиң? 18  Падишаға: “Сән налайиқ киши” Вә шәйхкә: “Сән рәзил”,— дәттиң? 19  Бәгләрниң үзлиригә Қаримиғучиға Вә байни гадайдин артуқ Санимиғучиға немә дәймиз? Уларниң һәммиси Униң бармақлириниң яратмисидур. 20  Уштумтут улар қаза болиду, Түн йеримидә хәлиқ тәвринип, өтиду вә күчлүкни инсан қоли уҗуқтурмайду. 21  Чүнки Униң көзлири адәмниң пүтүн йоллириға бақиду, Кишиниң қәдәмлирини У көриду. 22  Яманлиқ қилғанлар үчүн мөкүнидиған Йә зулмәт, йә өлүм җилғиси йоқтур, 23  Сәвәви, Худаға уларниң кәйнидин қараш керәк әмәстур, У уларға сотни бәлгүлимәйду. 24  У күчлүкләрни гәрчә тәкшүрмисиму, билгәнликтин пәсәйтиду вә уларниң орниға башқилирини қойиду. 25  У уларниң ишлирини сотлап, Түндә йоқ қилиду, Шуңлашқа улар һалакәткә учрайду. 26  Улар қанунсизлар болғанлиғидин, Һәммисини мәсхирә қилиду. 27  Улар йөнилишидин чиқип кәтти Вә Униң һечбир йолини билгүси кәлмиди, 28  Шуңлашқа намратниң налиси Униңға йәтти, У езилгәнниң пәриядини аңлиди. 29  У теч қилса, ким қарши чиқиду? Йүзини япса, ким Уни көрәләйду? Пүтүн хәлиқ һәм һәрқандақ инсан үчүн Униң қануни бирдур. 30  Бу сахтипәз башқурмиши үчүндур, Хәлиқ үчүн тор болмисун улар. 31  Рәббкә бирси: “Мән бегуна болсамму, җаза тартиватимән”,— дәп ейталамду? 32  “Гәрчә һечнемә байқимисамму, Сән маңа нәсиһәт бәргин, Хата бирнәрсә қилған болсам, Әнди башқа қилмаймән”,— дәйду. 33  Сән өзәңчә ойлиғиниңдәк, У җавап бериши керәкму? Һалбуки, сән рәт қилип-таллайсән, Мән әмәс, шуңа қариғин Халиғиниңни ейтқин. 34  Пәм-парасәтлик кишиләр ейтар, Мени тиңшаватқан дана әрму: 35  “Аюп әқилсиз сөзлимәктә, Униң гепи мәнтиқий әмәстур”. 36  Мениң хаһишим, Ата, Аюп җаваплириға бенаән синалсун, Чүнки мәккар адәмләрниң арисида ойлимай сөзлиди. 37  У гунайиға хаинлиқни қошувалмисун, Аримизда өзигә чавақ челип, Илаһиға қарши сөз көпәйтмисун».

Изаһәтләр