Аюп 37:1—24
37 Ушбудин қәлбим тәврәнмәктә,
Жүригим орнидин чиқип кәтмәктә.
2 Униң үниниң авазини тиңшаңлар,
Еғизидин чиққан гүлдүрасларни!
3 Пүткүл пәләктә У аңлитиватиду,
Униң валилдишини зимин қанатлирида.
4 Андин, гүлдүр моминиң қаттиқ үни,
У қудритиниң күчини көрсәтмәктә.
5 Тәңри Өз авази билән яңрайду,
Тәңдашсиз һәрикәтләр Қилғучи чүшиниксиз,
иқтидар вә әҗайиптур!
6 Қарға: “Йәргә чүш!”— дәйду,
Теч һәм мол қаттиқ ямғурда Униң күчи.
7 Һәрбир адәмгә тамға басиду,
Барлиқ яратмиси Уни
тонуп-билиши үчүндур.
8 Һайван мөкүп, угисида ятиду,
Йошурун җайлирида болиду.
9 Җәнуптин боран келиду,
Шималдин болса, соғ.
10 Илаһниң пүвдишидин муз қатиду,
Суларниң кәңлиги қетишиду.
11 Нәм билән У булутларни еғирлитип,
Қара булутлар чақмақ туғдуриду.
12 Униң дана нийәтлиригә бенаән
улар иш тутиду,
Қәйәргә әвәтмисә, шу яққа маңиду.
13 Һасатаяқ үчүнму, яки йериниң пайдисиғиму,
яки рәһим-шәпқәт Көрситишкә уларни пайдилиниду.
14 Һәммәйләнгә, Аюп ақсақал, қулақ сал,
Худаниң карамәт ишлирини байқа.
15 Тәңри уларға әмир қилған
вақтини биләмсән вә
Булуттин Өзиниң нурини
парлатқан чеғини ейталамсән?
16 Булутларниң қандақ есилип
турғинини чүшинәмсән,
Билимләрдә Мукәмәлниң мөҗүзилирини ейталамсән?
17 Қандақларчә кийимиң иссип кетиду,
У җәнуптин йәргә тәптә бәргәндә?
18 Униң билән қуюлған әйнәктәк
Қаттиқ асманларни қойғинида,
Сән биллә болдуңму?
19 Униңға немә ейтишимизни үгәткинә,
чүнки қараңғулуқтин һечнәрсини тәсәввур қилалмаймиз.
20 Униң һәққидә ейтқанлирим
йәткүзүләмду вә адәм Униң билән
гәп қилса, тайлиқ, қаза болиду.
21 Кишиләр әрштә нур чачқан
Қуяшқа һәргиз қаралмайду,
Шамал чиқип, булутлар қачқанда.
22 Шималдин алтун нурлуқ
вал-вул кәлмәктә,
Пәрвәрдигарни чөрәдәп
қорқунуч шөһрәт.
23 Һәммини Тутқучи! Биз Уни
тонуп-билмидуқ! У күч-қудрәттә,
адиллиқта, меһир-шәпқәттә улуқтур!
У һечкимгә һесават бәрмәйду.
24 Шуңа, Униңдин инсанлар қорқсун!
У өзини данишмән саниған кишигә
Һечқачан илтипат билән қаримайду».