Аюп 39:1—30

39  Тағ өшкилириниң туғидиған вақтини биләмсән, уларниң туғут Азаплирини байқиғанмусән?  Сән уларниң боғаз айлирини һесаплиғанму вә уларниң бошиниш вақтини бәлгүлигәнму?  Улар иңишип, балилирини ташлайду Шундақ қилип, жүкидин қутулиду.  Балилири күчигә келип, Таза һава далада өсиду. андин улар кетишип, башқа қайтип кәлмәйду.  Ким явайи ешәкни азатлиққа қоюп бәрди вә Қуланға әркинликни соға қилди?  Униңға Мән өйниң орниға далани бәрдим, Маканға шор йәрни бәлгүлидим.  У шәһәр пайпетигини билмәйду, Падичи вақирашини аңлимайду.  Тағда тапқинини йәйду вә Һәрқандақ гия униң йеми.  Явайи өкүз саңа хизмәт қиламду, У сениң оқуруңда қонамду? 10  Явайи өкүзни арқанлап, йәргә ишләткүзәләмсән? У етизиңни һайдап берәмду? 11  Униң зор күчигә ишинәләмсән, Униңға өз ишлириңни жүкләләмсән? 12  Униң саңа уруқлириңни қайтуруп, Һосулиңни хаманға жиғип беришигә үмүтлинәмсән? 13  Төгиқуш қанити билән ойнамду, У ләйләк қанатлириға баравәрму? 14  У йәрдә тухумлирини қойиду Вә қумда уларни исситиду. 15  Аяқ уларни миҗиветишини унтуп, Дала һайвини уларни чәйләветиду. 16  У өз балилириға берәһимдур, Улар қисимтидин қорқмиғанлиғидин, әмгиги қуруқ болиду. 17  Илаһ униңға даналиқ бәрмиди Һәм пәм-парасәтлик қилмиди. 18  Лекин қанатлирини егиз көтәрсә, Ат билән чавандазниң үстидин раса күлиду. 19  Сән атқа ғәйрәт бәрдиңму? Униң бойнида йәлпүнгән йәлкиси билән таҗилидиңму? 20  Сән уни чекәткидәк чаққан сәкрәшкә үгәттиңму? Әҗайип хирилдиши бир дәһшәт! 21  У түзләңни колап, өз күчидә мәғрурлиниду һәм қорқмай, Қуралға қарши чиқиду. 22  Әйнимишкә күлүп, тартинмайду Вә қиличтин кәйнигә чекинмәйду. 23  Униңға оқдан тарақлимақта, Нәйзә вә палтиниң учи тәгмәктә. 24  Җан аччиғида у топини йемәктә, Карнәй челинса, орнида турмайду. 25  Карнәй үнидә қаттиқ кишнәйду Вә жирақтин җәңниң һәм сәрдарларниң авазини туюду. 26  Сениң әқлиң билән лачин учамду? Қанатлирини җәнупқа қаритамду? 27  Сениң сөзүң бойичә бүркүт көтириләмду Вә егизликтә угисини қурамду? 28  У қияташларда яшап, Тағлар билән қирларда қониду. 29  Шу җайдин озуғини издәйду, Униң көзлири жирақтин көриду. 30  Униң җүҗүлири қанни ичиду, Қәйәрдә өлгәнләр болса, шу йәрдә улар».

Изаһәтләр