Аюп 4:1—21

4  Теманлиқ Елипаз сөзини башлап, мундақ деди:  «Биз һалсизланған саңа сөз қилсақ, У еғир болмасму? Бирақ бу сөзләрни ким өзидә туталайду?  Мана, сән көплирини үгәткән едиң Вә аҗизлашқанларниң қоллирини мустәһкәмлигән.  Жиқилғанни сениң сөзлириң турғузатти вә пүкүлгән Тизларни сән мәккәмләттиң.  Әнди болса, новәт саңа кәлгәндә, сән һалсизландиң, Саңа тегиведи — сән беарамлиқта.  Сениң садақәтмәнлигиң Саңа үмүт әмәсму? Йоллириңниң тазилиғи ишәнчлик бәрмәмду?  Есиңға салғиңа, әйипсиз ким һалакәткә йәткән Вә қәйәрдә һәққанийлар қомурулуп ташланди?  Мән көргинимдәк, дәртни тәргәнләр, Улар һәсрәтни жиғивалиду:  Пәрвардигарниң пүвдишидин Улар өлиду. Униң ғәзивиниң шамилидин Улар йоқайду. 10  Ширниң һөкүриши вә арсланниң ғирилдиши! Арсланлар чишлири сундурулмақта! 11  Қудрәтлик шир озуқсиз өлмәктә Вә униң асланлири тарилип кәтмәктә. 12  Маңа йошурун сөз кәлди, Мениң қулуғум Униң пичирлишини аңлиди. 13  Ойлиримниң ичидә, түндики көрүнүшләрдин авал, Адәм балисиға чоңқур уйқа йепилғанда, 14  Мени дәһшәт өз илкигә алди, Барчә сүйәклиримни титирәк басти. 15  Үстүмдин бир роһ өтти, Тенимдики чачлирим һүрпийип турди. 16  У турди, лекин мән Уни тоналмидим, көз алдимда Қандақту-бир қияпәт гәвдиләнди. Мана, теч шамалдәк, униң авази: 17  “Өлүдиған бәндә Худадин һәққаний боламду? Инсан Яратқучиси алдида пак болаламду? 18  Мана, һәтта Өз хизмәткарлириға У ишәнмәйду вә пәриштилиридә нуқсанларни көриду. 19  Унда топидин ясалған маканларда, Һули чаңда асаслинип яшаватқанларда У немә тапиду? Улар күйдин чапсан қирилиду. 20  Сәһәр билән күн патқичә Улар вәйран болиду, Мәңгүгә йоқайду вә һечким буни етиварға алмайду. 21  Улардин чедирдин ағамчә суғурилип чиқарғандәк, Уларму даналиққа йетәлмәй, ахириға келиду”.

Изаһәтләр