Аюп 40:1—24

40  Йәһва Пәрвәрдигар Аюпқа җававини давамлаштуруп, мундақ деди:  «Әнди тәңқит қилғучи йәниму Һәммигә Қадир билән тәң-такалишамду? Вә Худани қарилаватқан җавап бәрсун».  Аюп Йәһваға җавап бәргәч:  «Мана, мән карға ярамсиз! Саңа қандақму җавап беримән? Қолум билән еғизимни япимән.  Бир қетим мән сөзлигәндим, Җавап қайтуралмайдикәнмән... Иккинчи қетим әнди, һечнәрсә қошмаймән»,— деди.  Йәһва борандин Аюпқа сөзләп, мону сөзләрни қилди:  «Әрдәк белиңни бағла, Сориғинимни Маңа чүшәндүр.  Сән һәқиқитимни рәт қилип, Өзәңни ақлаш үчүн Мени әйипләватамсән?  Лекин сәндә Худадәк күч барму? Униңдәк асманда аваз чиқираламсән? 10  Өзәңни алийлиқ һәм шөһрәт билән пүркигинә Һәм қәдир-қиммәт билән улуқлуққа кийингинә! 11  Ғәзивиңниң қәһрини төкүп, Гедәйгәнгә қарап, уни пәсәйт. 12  Һәрқандақ йоғанчиға беқип, Рәзилләрни орнида чәйлә. 13  Уларниң барлиғини гөргә тиқип, Йүзлирини қараңғулуққа селивәт. 14  Шу чағда Мән Өзәм сени махтаймән, чүнки оң қолуң Саңа ярдәмдә болудикән. 15  Мана Мән бегемотни, су калисини, сениңдәкла яраттим, У өкүздәк чөп йәйду. 16  Униң күчи янпашлирида, Қудрити қосиғиниң булҗүңлирида. 17  Қариғайға охшаш қуйриғини егиду, Сиңирлири бәллиридә алмашқан. 18  Униң путлири мис канайлардәк Вә сүйәклири төмүр таяқлардәк. 19  У Илаһ йоллириниң башлиниши, Пәқәт Яратқучи қиличини униңға йеқинлаштуриду. 20  Тағлар униңға озуқ йәткүзиду, Һәрхил дала һайванлири Шу җайларда ойнайду. 21  У чатқалларниң сайисида ятиду, Қомучлуқта, сазлиқта йошуруниду. 22  Қелин тикәнлик көләңгисини берип, Дәриялар бойидики таллар униңға макан болиду. 23  Мана, дәрия қинидин чиқип кәтсиму, у қорқмайду, Гәрчә Йордан ағзиғичә көтирилсиму, У әйминмәй, җасур туриду. 24  Униң көзидә ким уни туталисун? Униң бурниға ким илғир киргүзәләйду?

Изаһәтләр