Аюп 5:1—27
5 Қени чақирғин! Саңа җавап
Беридиған бирси барму?
Муқәддәс пәриштиләрниң қайсиға
Сән мураҗиәт қилисән?
2 Шундақ, әқилсизни терикиш өлтүрәр
Вә ахмақни көрәлмәслик
һалакәткә әкеләр.
3 Мән йеникмүҗәз адәмниң
йилтиз тартқинини көрдүм
Һәм униң маканини ләнәткә туттум.
4 Униң оғуллири қутқузуштин жирақ.
Улар дәрвазилар алдидики
сотта җазаланди вә
Уларниң қутқузғучиси болмиди.
5 Униң һосулини қоршавға қаримай,
ачлар йәвәтти,
Униң байлиғини халиғанлар
елип кәтти.
6 Шундақ, йәрдин дәрт өсүп чиқмайду,
Зиян топрақтин бой тартмайду.
7 Шундақки, адәм балиси
һәсрәткә туғулуп,
Учқунлардәк өтүп кетиду.
8 Мән болсам, Илаһимға қарап,
Рәббимгә ишимни тапшураттим.
9 У улуқ вә әқилгә сиғмас
паалийәтләрни бәҗирип,
Мөҗүзиләрни сансиз яратмақта.
10 У ямғурни йәр йүзигә әвәтмәктә
Суларни далаларға шақиратмақта.
11 Пәсәйгәнләрни әрштә қоюп,
Пәрияд қилғанлар қутқузулмақта.
12 У мәккарларниң нийәтлирини бузуп,
Уларниң қоллири көзлигән
ишлирини түгитәлмәйду.
13 У данишмәнләрни уларниң
қувлиғида тутувалиду вә
Алдамчиларниң мәслиһәтлирини утуқсиз қилиду.
14 Улар күндүзи қаранғулуқни учритиду,
Чүшлүк вақтида түндәк
тәмтирәкләп маңиду.
15 Сәвәви, У гадайни уларниң еғизидин
чиққан қиличтин,
Күчлүкләрниң қоллиридин
аман елип қалиду.
16 Шуниң билән һерип қалғанниң
үмүти сақлинип қелип,
Зулум киши ағзини япиду.
17 Мана, Худа түзәватқан киши
нәқәдәр бәхитликтур,
Шуңа, Һәммигә Қадирниң җазасини рәт қилма!
18 Чүнки У җараһәтләйду — У һәм
ярини бағлайду,
У зәрбә берип, лекин Униң қоллири
һәм давалайду.
19 Алтә балада сени қутулдуриду,
Йәттә яманлиқ саңа тегәлмәйду.
20 Ачарчилиқ вақтида өлүмдин
сени қутулдуруп,
Урушта болса, қиличтин
аман елип қалиду.
21 Тилниң қамчисидин сени сақлап,
Вәйранчилиқ кәлгәндә,
Сән қорқмайсән.
22 Ачарчилиқ билән паракәндилик
үстидин күлүп,
Йәрлик һайвандин чөчүмәйсән.
23 Чүнки даладики ташлар билән
Сәндә иттипақ болиду:
Етиз һайвини сениң билән
течлиқта яшайду.
24 Өз чедириңдики хатирҗәмлик
билән һөзүрлинисән,
Қорариңға қарап, алданмайсән.
25 Шуни билисәнки, уруғиң
көпсанлиқ болиду
Вә сениң әвладиң йәрдики
кокаттәк өсиду.
26 Қәбриңгә күчкә толуп келисән,
Өз вақтида бағланған бағдәк.
27 Мана, немини биз қараштурдуқ,
Бу тоғридин-тоғра:
Буниңға қулақ селип, әмәл қилғин».