Аюп 6:1—30

6  Аюп сөзини башлап, мундақ деди:  «Аһ, әгәр мениң қайғумни тоғра өлчигән болса, Барлиқ мениң һәсритимни таразиға салған болса!  Чүнки у деңизларниң қумлиридин хелә еғирарақ, Шуңлашқа мениң сөзлирим әқилгә мувапиқ әмәс.  Сәвәви, Пәрвәрдигарниң оқлири маңа санчилмақта, Роһум уларниң көйдүридиған оғисини ичмәктә, Худаниң дәһшәтлири маңа қарши турмақта.  Явайи ешәк чөпниң үстидә һаңрамду? Буқа йеминиң қешида мөрәмду?  Тәмсиз нәрсини тузсиз йәмду? Тухумниң еқида дәм барму?  Җеним уларға тәккүси кәлмәйду. Буларниң һәммиси ағриққа, мениң озуғимға охшаштур.  Аһ, арминим орунланған болса, Арзуюмни Тәңри әмәлгә ашурса!  Аһ, әгәр Худа мени һалак қилишқа рухсәт қилса, Өз қолиға У әркинлик бәрсә! 10  Шунда маңа хурсәнлик болуп, Мән рәһимсиз азап ичрә шатлиққа чөмәттим: Сәвәви, мән Муқәддәсниң вәсийәтлиридин ваз кәчмигән едим. 11  Мениң күч-қувитим у немә, Мән униңға ишинишкә? Мениң қалдуғум у немә, Мән чидамимни давам қилишқа? 12  Ташларниң қаттиқлиғи мениң чидамлиғимму? Мениң бәдиним мистинму? 13  Мана! Өзәмдә мениң үчүн ярдәм йоқтур. Һәрқандақ түврүк мәндин елинди. 14  Һалсизланғанға достидин шәпқәт келиш керәкти яки У Һәммигә Қадирдин қорқмамду? 15  Мениң бурадәрлирим мени алдап, Вадиларда қуруп кетидиған ериқларға охшаватиду. 16  Улар ичидә қарни йошурған муздәк, Бечарәмләрдәк қайғурмақта. 17  Улар вақит өткәнсери тарийип, Тәпти ашқанда орнидин йоқап кетиду. 18  Сәйяһ кошун уларниң йолида жүрүп, Баяванға кирип, һалак болиду. 19  Теманиң әскәрлири уларға беқип, Сәпәрдики сабийлар уларни күтиду. 20  Улар үмүтидә шәрмәндә болуп, Шу җайға келип, уяттин қизириду. 21  Шундақ силәр әнди һечнемә әмәс: Дәһшәтни көрүп, қорқуп кәттиңлар. 22  Мән силәргә: “Мал-мүлкүңлардин маңа берип, Мениң үчүн һәдийә бериңлар, 23  Вә мени дүшминимниң қолидин қутулдуруп, яманларниң қолидин сетивелиңлар”,— дедимму? 24  Мени үгитиңлар һәм мән тинич болимән, Гунайим немидә, шуни маңа чүшәндүриңлар. 25  Һәқиқәтниң сөзлири немә дегән аччиқ болди! Силәрниң дәлиллириңлар немини испатлайду? 26  Сөзлиримни сотлимақчиму силәр? Үмүтидин айрилған шамалға сөзлигәндәк. 27  Яхшиму силәр үчүн житимға йепилишқа Вә ағинәңлар үстидин тамашә көрүшкә? 28  Маңа қарап беқиңлара: Үзүңлар алдида мән ялған ейтимәнму? 29  Демәк, яңливаштин башлаңлар. Башқа адаләтсизлик болмисун, Мән силәргә намайән қилимән: Мениң һәққанийлиғим техи бар. 30  Еғизимда нуқсан барму? Тилим бәхитсизлигимни изһар қилмамду?

Изаһәтләр