Аюп 7:1—21
7 Инсанниң өмри әскәр хизмитигә охшимамду,
Униң күнлири ялланған
кишидәк әмәсму?
2 У көләңгигә тәшна қулдәк,
Өз маашини күткән әмгәкчидәк.
3 Мәнму шундақ мирасқа қайғулуқ
айларни алдим вә
Азаплиқ түнләр маңа аҗритилди.
4 Ятсам: “Қачанму туримән?”— дәймән
Вә түнүм узаққа созулмақта,
Сәһәргичә қайғулар көңлүмни йәйду.
5 Теним болса, қурутларға кийилди
Вә ярилирим топиға тошти.
Терәм мениң жириңдап кәтти.
6 Күнлирим тоқумичи әсвавидин
чапсанирақ өтүп,
Улар үмүтсиз түгәватиду.
7 Әскә алғина! Һаятим у бир тиниқ,
Көзүм яхшилиқни көрүшкә қайтмайду.
8 Мени Көргүчиниң көзи әнди
мени көрәлмәйду,
Сениң көзлириң көргүси кәлсә,
мән йоқтур.
9 Булуттәк йоқап кетимән.
Гөргә чүшкән башқа чиқмайду.
10 У өз өйигә қайтмайду вә
Униң макани уни тонумайду.
11 Шуңа мән ағзимни тутмаймән:
Роһум чүшкүнлигидә гәп қилимән,
Қәлбимниң аччиғида налә қилимән.
12 Мән деңиз едимму яки
Мән деңиз мәхлуқи едимму?
Мени назарәт қилмақчи күзәтчини Сән қойдуңму?
13 Мән: “Орун-көрпәм бәзләйду,
Ятқан йерим қайғумни елип кетиду”,— десәм,
14 Сән чүшлирим билән
мени қорқутисән
Вә көрүнүшләр арқилиқ
тәшвишкә салисән.
15 Мениң җеним боғулушни халайду,
Ушбу сүйәклиримдин қариғанда
өлүм әвзәлдур.
16 Мән чириватимән, мәнгү
яшимаймәнғу?!
Мәндин кәт, чүнки күнлирим туманғу.
17 Адәм дегән у немә?
Сән уни шунчә баһалайсән
Һәм униңға диққитиңни бөлисән?
18 Уни һәр таңда қарап чиқисән
Вә һәр дәқиқидә уни синайсән?
19 Қайси ваққиткичә мениңдин
көзүңни алмайсән?
Маңа шөлгийимни жутушқиму
вақит бәрмәйсән?
20 Мениң гунайим немидә?
Саңа, инсанларниң Сақчиси,
Мән немә қилип қойдум?
Һәтта мән өзәмгә жүк болум,
Немә үчүн Сән мени Өзәңгә
нишан қилдиң?
21 Немишкә мениңдин гунайимни
еливәтмәй, қанунсизлиғимниң
өтүп кетишини буйримайсән?
Чүнки мән топрақта ятимән.
Сән мени издисәңму, лекин
әнди тапалмайсән».