Аюп 8:1—22

8  Шувахлиқ Билдад сөзини башлап, мундақ деди:  «Қай ваққичә сән мошундақ гәп қилисән? Узақ вақит еғизлириңниң сөзлири қуруқ шамал болди.  Худа қанунни бурмиламду Вә Пәрвәрдигар һәқиқәтни тәвритәмду?  Әгәр оғуллириң Униң алдида гуна өткүзгән болса, У уларни қанунсизлиғиға бәрди.  Әгәр сән Худани издисәң, Рәһим-шәпқәт Тәңридин сорисаң,  Әгәр сән пак вә һәққаний болсаң, У тез үстүңдин һәқ маканни течландуриду.  Шуниң билән алдиңқи әһвалиң азлиқ қилип, Ахирқи әһвалиң бүйүк болиду.  Чүнки қедимдики әҗдаттин сора Вә диққитиңни ата-бовиларниң тәҗрибисигә ағдур.  Биз техи түнүгүнкинилар билимиз, Зиминда күнлиримиз пәқәт көләңгә. 10  Улар сени үгәтмәмду? Улар саңа сөзләп, жүригидин һекмитини қетиватиду: 11  “Қомуч сусиз өсәмду? У сазда көтүрүлмәмду? 12  Назук вақтида орулуп елинмиса, Һәрхил кокаттин бурун қуруп кетиду. 13  Яратқучини унтуған барлиғиниң йоллири әшундақтур! Шуңа сахтипәзниң үмүти һалакәткә учрайду. 14  Униң түвриги чепилған вә Униң мәккәм макани дөниң өйидәк. 15  Өз өйигә йөләнсә, һечнемә тутмайду, Униңға есилса, у уни туталмайду. 16  У қуяшниң астида көкирип, Шахлири беғидин ешип кетиду. 17  Ташлар арисида униң йилтизлири. Макани таштин билиниду. 18  Амма орнидин у елинғанда, У: “Мән сени билмәймән!”— дәйду. 19  Мана, униң йолиниң хурсәнлиги... Йәрдин башқилар өсүп чиқиду”. 20  Көрүватамсән, Худа әйипсизни рәт қилмайду вә явузларниң Қоллирини қоллап-қувәтлимәйду! 21  Әксичә, ағзиңни күлкигә толтуруп, Гекитигиңни шатлиқ нахшиға. 22  Саңа өчләр шәрмәндигә кийинип, Рәзилләр чедирлири ғайип болиду.

Изаһәтләр