Аюп 9:1—35
9 Аюп сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:
2 «Дурус, мәнму билимән
шундақ екәнлигини,
Лекин инсанға Худа билән сотта
Өз тоғрилиғини қандақ
испатлаш керәк?
3 У бу ишқа кирсә, инсан Униң
бирму соалиға җавап берәлмәтти.
4 У қәлбидә дана вә күчидә
һәммигә қадир!
Ким Униңға қарши чиқип,
аман қалсун?
5 У тағларни кониритиду,
Кишиләр буни байқалмайду.
Өз ғәзивидә уларни дүм көмүриду.
6 У йәр шарини қозғиғанда,
Униң түврүк-тирәклири титирәйду.
7 У қуяшқа чиқмашни буйруп,
Юлтузлар шолисини йепиветиду.
8 У асманларни қайрип қарайдиған
Йәккә-йеганидур!
Деңизниң егиз долқунлирида маңидиғандур.
9 У Аш, Кесил, Кима
юлтузлирини намайән қилип,
Җәнупниң юлтуз түркүмлирини
көрсәтмәйду.
10 У әқил йәтмәйдиған қарамәтләрни,
Сансиз мүҗүзиләрни қилмақта.
11 Мана, У үстүмдин өткәндә,
Мән Уни көрәлмәймән.
Жирақлашқандиму, Уни тоналмаймән.
12 У бир нәрсигә тәгсә,
Ким Униңға: “Сән немә қиливатисән?”— дәләләйду?
13 Худа Өз қәһрини қайтурмайду!
Алдида тәкәббур ярдәмчиләр егилиду.
14 Шуңа мән Униңға қандақму
җавап қайтуримән,
Униң билән болған муназиридә сөзләрни қандақ тапимән?
15 Мән, һәтта дурус иш қилсамму,
етираз билдүрмәттим,
Өзәмниң Сотчимни пәқәт ялвураттим.
16 Мән чақирсам, У җавап бәрсиди!
У үнимни аңлиғиниға ишәнмәттим.
17 Чүнки У қуюнда маңа
аччиғини төкмәктә, җараһәтлиримни
сәвәпсиз көпәйтмәктә.
18 Дәм елишимға рухсәт қилмайватиду,
Дәрт-һәсрәткә мени толтуруватиду.
19 Әгәр ким күчлүк болса — бу У,
Адил болса, мени сотқа чақирсун!
20 Әгәр мән һәқлиқ болсам,
Еғизлирим мени әйипләтти.
Һәтта нуқсансиз болсам,
У қувлуқта мени әйипләтти.
21 Мән әйипсиз!
Өз җенимни билгүм кәлмәйду,
Өмрүмдин нәпрәтлинимән!
22 Һәммиси охшаш, шуңлашқа:
“Әйипсизниму һәм әйипликниму
У вәйран қилиду”,— дәймән.
23 Аһ, әгәр бирдинла қамча өлтүрсә!
У әйипсизләрниң көйдүрүлишигә немишкиду күлиду.
24 Зимин рәзилниң қолиға тапшурулди.
У сотчиларниң йүзини япмақта.
Әгәр У болмиса, у вақитта ким?
25 Күнлирим чапармәндин чапсан,
Улар жүгрәп, яхшилиқ көрмәйду.
26 Улар арзу кемидәк үзмәктә,
Бүркүттәк олҗиға чүшмәктә.
27 Әгәр маңа: “Шикайитиңни унтуйсән,
Хапа чирайиңдин қайтип, шатлинисән”,— десә,
28 Шу чағдиму дәртлиримдин
дәһшәткә чүшимән:
Билимәнки, Сән мени әйипсиз,
дәп җакалимайсән.
29 Бәрибир мән гунакар болимән:
Немә үчүн мән өзәмни
бекардин-бекар қийнаптимән?
30 Әгәр мән қарниң сүйи билән
Жуюнсамму вә
Қоллиримни совундап жуйсамму,
31 Сән мени ориға селип,
Кийимлирим мәндин жиркинәтти.
32 Чүнки У мениңдәк адәм әмәсқу:
Мән Униңға қандақ җавап беримән?
Қандақ қилип, иккимиз биллә сотқа баримиз?
33 Бизни сотлайдиған һечким йоқ,
Иккимизгә қолини қойидиған бирси.
34 Шуңа мәндин У һасисини тартсиди,
Әйминиши дәһшәткә салмисиди.
35 Шу чағда мән Униңдин
қорқмай сөзләттим, сәвәви,
Мән әсла қорққанчақ әмәс едим.