Галатилиқларға 2:1—21

2  Андин, 14 жилдин кейин, мән Барнаба билән, Титниму өзәм билән елип, Йерусалимға чиқтим.  У яққа барған сәвәвим, вәһий көрдүм. Вә мән, бекар жүгрәватимәнму яки бекар жүгригәндәк болуп қалмаслиғим үчүн, хали һалда мәшһур бурадәрләргә башқа хәлиқләр арисида вәзә қиливатқан хуш хәвәрни баян қилдим.  Амма улар һәтта маңа һәмра болған Титниму, гәрчә у грек болсиму, хәтнә қилишқа мәҗбурлимиди.  Бу мәсилә билиндүрмәй аримизға киривалған сахта бурадәрләр касапитидин: улар җасуслардәк киривалди вә бизниң Мәсиһ Әйсада болған әркинлигимизни пайлап, бизни пүтүнләй қуллуққа чүшәрмәкчи.  Лекин биз силәрдә хуш хәвәрниң һәқиқити қелиши үчүн, уларға йол қоймидуқ һәм бир саатму беқинмидуқ.  Лекин мәшһур дәп саналған адәмләргә кәлсәк,— өтмүштә қандақ улуқ болмисиму, мениң үчүн бу һечқандақ әһмийәткә егә әмәс, чүнки Худа адәм балиси тоғрисида униң сиртқи қияпити бойичә һөкүм қилмайду,— улар маңа һечқандақ йеңи нәрсини ейтип бәрмиди.  Әксичә, Петрусқа хәтниликләр үчүн хуш хәвәр тапшурулғандәк, маңа хәтнә қилинмиғанлар үчүн хуш хәвәрниң тапшурулғанлиғини көрүп,  чүнки Петрусқа хәтниликләр үчүн әлчилик хизмәтни қилишқа күч Бәргүчи, маңиму башқа хәлиқләр кишилиригә хизмәт қилишқа күч бәрди.  Вә маңа билдүрүлгән мол меһирликни билип, түврүкләр дәп һесаплинидиған Яқуп, Кифа вә Йоһан бизгә башқа хәлиқләргә, уларға болса йәһудийларға беришқа, маңа һәм Барнабаға келишим бәлгүси ретидә оң қолини бәрди. 10  Пәқәт биз кәмбәғәлләр һәққидә унтумаслиғимиз лазим. Нәқ мошуни қилишқа мән тириштим. 11  Амма, Кифа Антакяға кәлгәндә, мән униңға қарши турдум, чүнки у әйипләшкә лайиқ еди. 12  Яқуптин бәзибир адәмләр кәлгичә, у башқа хәлиқләр кишилири билән тамақланған еди, лекин улар кәлгәндин кейин, хәтниликләрдин қорқуп, чәтнәшкә һәм бөлүнүшкә башлиди. 13  Бу сахтипәзликтә униңға қалған йәһудийларму қошулди, һәтта Барнабаму уларниң сахтипәзлигигә әгәшти. 14  Уларниң хуш хәвәр һәқиқитигә мас келидиған уттур йол билән маңмиғанлиғини көрүп, мән Кифаға һәммисиниң көзичә: «Әгәр сән йәһудий туруп, йәһудийлардәк әмәс, бәлки башқа хәлиқләр адити бойичә яшаватсаң, у чағда қандақларчә башқа хәлиқләр кишилирини йәһудий адәтлири бойичә яшашқа мәҗбурлайсән?»— дедим. 15  Биз туғулушимиздин йәһудийлар, башқа хәлиқләрдин чиққан гунакарлар әмәсмиз. 16  Лекин инсан Қанун ишлири бойичә әмәс, бәлки пәқәт Мәсиһ Әйсаға етиқати арқилиқ һәққаний дәп елан қилинишини билгәнликтин, бизни Қанун ишлири бойичә әмәс, бәлки Мәсиһкә етиқатимиздин һәққаний дәп елан қилиши үчүн, бизму Мәсиһ Әйсаға ишәндуқ, чүнки Қанун ишлири бойичә һечқандақ инсан һәққаний дәп елан қилинмайду. 17  Әгәр биз Мәсиһ арқилиқ бизни һәққаний дәп елан қилинишқа интилғач, өзүмизниңму гунакар екәнлигимизни байқисақ, у чағда Мәсиһ гунаниң хизмәтчиси болуп қалмамду? Һәргиз! 18  Әгәр мән бир вақитта вәйран қилған нәрсәмни яңливаштин қурсам, өзәмниң Тәврат қануниға хилаплиқ қилғинимни көрситиватимән. 19  Мән Қанун арқилиқ Худа үчүн тирилишкә Қанунға нисбәтән өлдүм. 20  Мән Мәсиһ билән түврүктә өлтүрүлгән. Һәм әнди мән әмәс, бәлки мениңда Мәсиһ яшайду. Һәқиқәтән, һазир тәндә болуп, маңа меһир-муһәббәт көрсәткән һәм өзини мениң үчүн бәргән Худаниң Оғлиға болған етиқатим билән яшаймән. 21  Мән Рәббимниң мол меһирлигини рәт қилмаймән, чүнки әгәр һәққанийлиқ Қанун арқилиқ болса, Мәсиһниң өлүми бекар болатти.

Изаһәтләр