Галатилиқларға 4:1—31
4 Шуни ейтимәнки, мирасхор гөдәк вақтида, гәрчә һәммә нәрсиниң егиси болсиму, у қулдин һечқандақ пәриқләнмәйду.
2 Бирақ у атиси бәлгүлигән күнгичә ғәмхорчилар һәм башқурғучилар назаритидә болиду.
3 Шундақла бизму гөдәк вақтимизда, бу дуния принциплириниң қуллуғида едуқ.
4 Лекин вақит-саати тошқанда, Рәббимиз Өз Оғлини әвәтти. У аял кишидин туғулған һәм Қанун астида болған,
5 чүнки Қанун астида болғанларни сетивелип, бизниңму өз новитидә оғуллуққа қобул қилинишимиз үчүндур.
6 Силәр оғуллири болғанлиғиңлардин, Худа жүрәклиримизгә Өз Оғлиниң: «Абба*, Атам!»— дәп чақириватқан роһини әвәтти.
7 Шуниң үчүн, сән әнди қул әмәс, бәлки оғли, әгәр оғли болсаң, Худаға бенаән һәм вариси.
8 Амма силәр һәқиқий Худани тонумиғанда, өз тәбиити бойичә илаһлар әмәсләрниң қуллири болғандиңлар.
9 Лекин әнди, силәр Худани тонуғанда, ениғирағи, Худа силәрни тонуғанда, силәр қайтидин күчсиз һәм әрзимәс принципларға қайтип, яңливаштин уларниң қуллуғиға берилмәкчимусиләр?
10 Күнләрни, айларни, пәсилләрни вә жилларни тиришип нишанлаватисиләр.
11 Мән силәр үчүн қилған әҗрим бекар кетәрмекин дәп қорқумән.
12 Қериндашлар, өтүнүмәнки, мениңдәк болуңлар, чүнки мәнму силәрдәкла едим. Силәр маңа һечқандақ яманлиқ қилмидиңлар.
13 Силәргә мәлумки, дәсләп қетим мән силәргә хуш хәвәрни ағрип жүрүп йәткүзгәндим.
14 Һәм шу вақитта мениң тенимдә силәр үчүн синақ болған нәрсини силәр жиркәнмәй һәм униңдин сәскинип түкүрмәй, әксичә мени Худаниң пәриштисидәк, Мәсиһ Әйсадәк қобул қилдиңлар.
15 Силәрдә болған шу чағдики бәхит-саадәтлик қени? Гувалиқ беримәнки, шу вақитта, мүмкин болса, силәр өз көзлириңларни оюп маңа берәттиңлар.
16 Әндиликтә, мән силәргә һәқиқәтни сөзлигиним үчүн, дүшминиңлар болуп қалдимму?
17 Улар силәрни өзлиригә интилишиңлар үчүн, яхши нийәтләрдин җәлип қиливатмайду, бәлки силәрни мениңдин айриветишкә тиришиватиду.
18 Амма мән пәқәт силәр билән болғандила әмәс, бәлки силәрни дайим яхши нийәтләрдин җәлип қилишқа интилиши силәр үчүн яхширақ болатти.
19 Балилирим, силәрдә Мәсиһниң тәбиити шәкиллинишини күтүп, силәр үчүн мән яңливаштин толғақ азаплирини тартиватимән.
20 Лекин мән һазирниң өзидә силәр билән болушни һәм башқичә сөзләшни халаватимән, чүнки мән силәр үчүн һаң-таң болмақтимән.
21 Тәврат қануниниң илкидә болушни халаватқанлар, маңа ейтиңлара, Қанун немә дәватқинини аңлимайватамсиләр?
22 Язмиларда: Ибраһимниң икки оғли бар еди, бири малай аялдин, йәнә бири әркин аялдин дәп йезилғанғу.
23 Малайдин болған оғул тән хаһишидин, әркин аял Сарәдин болған оғул — вәдигә бенаән туғулған еди.
24 Буниң һәммисиниң рәмзилик мәнаси бар, чүнки бу аяллар икки келишимни билдүриду, бирси — Синай теғида түзүлгән, у балилирини қуллуққа туғиду һәм бу — Һәҗәр.
25 Демәк, Һәҗәр Әрәпстандики Синай теғини билдүриду вә бүгүнки Йерусалимға маслишиду, чүнки у өз балилири билән қуллуқта.
26 Амма әрштики Йерусалим азаттур һәм у — бизниң анимиз.
27 Йезилғинидәк: «Қосақ көтәрмигән туғмас аял, шатланғин; туғут ағриғини билмигән қаттиқ үндигин, чүнки ери барниңкидин ташланғанниң балилири көпирәктур».
28 Биз болсақ, қериндашлар, Исһақтәк шу келишимниң пәрзәнтлиридур.
29 Лекин шу чағда тән хаһиши бойичә туғулған роһ бойичә туғулғанни қоғлиғандәк, һазирму дәл шундақ.
30 Бирақ Язмилар немә дәйду? «Малайни һәм униң оғлини һайдавәт, чүнки малайниң оғли әркин аялниң оғли билән мирасхор болмайду».
31 Шу сәвәптин, қериндашлар, биз малайниң әмәс, бәлки әркин аялниң пәрзәнтлиримиз.
Изаһәтләр
^ Арамий тилида «атам» дегәнни билдүриду.