Даниял 5:1—31

5  Шаһ Бәлшасар өзиниң миңлиған әмәлдарлири үчүн чоң бир зияпәт өткүзүп, уларниң алдида шарапни истимал қилди.  Шараптин мәс болуп, Бәлшасар атиси Нәбуқәднәсәр Йерусалим ибадәтханисидин елип кәлгән алтун вә күмүч қачиларниң әкелишини буйриди. Шаһ өз әмәлдарлири, аяллири һәм кенизәклири билән улардин ичишни халиди.  Шуниң билән Йерусалимдики Худа өйиниң алтун һәм күмүч қачилири кәлтүрүлди вә шаһ, униң әмәлдарлири, аяллири һәм кенизәклири улардин ичишти.  Улар шарап ичишип, өзлириниң алтун, күмүч, мис, төмүр, яғач һәм таш худалирини мәдһийиләп махтиди.  Шу мәзгилдә уштумтут инсан қоли пәйда болуп, шаһ сарийиниң темида, һак үстидә чирақданниң қешида йезишқа башлиди. Шаһ шу қолниң бармақлири йезиватқинини көрди.  Шу чағда шаһ татирип кәтти. У шунчилик қорқтики, һәтта путлири аҗизлишип, тизлири бир-биригә урулатти.  Шаһ бар күчи билән вақириди, өзигә сеһиргәрләрни, келәчәкни ейтидиғанларни һәм җодигәрләрни тәләп қилди. У Бабил данишмәнлиригә мундақ деди: «Ким ушбу тамдики йезиқни оқуп, униң мәнасини маңа чүшәндүрүп бәрсә, у сөсүн тонға кийилиду, бойниға алтун зәнҗир-мончақ тақилиду вә у шаһлиғимда һакимийити бойичә үчинчи һөкүмран болиду».  Шу вақитта шаһниң һәммә данишмәнлири сарайға кәлди, лекин һечқайси йезиқни оқалмиди вә шаһқа униң әһмийтини чүшәндүрәлмиди.  Шуңлашқа шаһ Бәлшасар интайин қорқуп кәтти, униң чирайи татирип, титриди, шундақла униң барлиқ әмәлдарлириму әндишигә чүшти. 10  Мәликә-аниси бу сәргүзәштә тоғрилиқ аңлап, зияпәт өтүватқан ханиға кирди вә мундақ сөзләрни қилди: «Шаһим, мәңгү яша! Немә үчүн сән татирип кәттиң? Вәһимигә чүшмә. 11  Сениң дөлитиңдә хасийәтлик илаһларниң роһи мәвҗүт бир киши бар. Атаңниң күнлиридә у өз билимлири, өткүрлиги һәм худаларниң даналиғи кәби данишмәнлиги билән мәшһур еди. Шаһ Нәбуқәднәсәр, сениң атаң, уни каһинларниң, сехирчиларниң, келәчәк ейтидиғанларниң вә җодигәрләрниң башчиси қилип тутқанди. 12  Чүнки атаң уни Бәлтәшасар дәп атиған Даниялда әҗайип роһ, чоңқур билим, тепишмақларни, чүшләрни вә мурәккәп ишларни йешәләйдиған қабилиәт бар еди. Демәкчи, Даниялни чақиртсун вә у мәзкүр йезиқниң мәнасини чүшәндүрүп бериду». 13  Шундақ қилип, Диниял шаһ алдиға әкелинди вә шаһ униңға: «Сән мениң атам шаһ, Йәһудиядин көчмәнләр арисида әкелингәнләрниң бирси, Даниялму? 14  Мән шуни аңлидимки, сениңда илаһларниң роһи бар екән һәм сениңда нур, әқил-парасәт вә әҗайип даналиқ мәвҗүт. 15  Мана мону йезиқни оқуп, униң мәнасини чүшәндүрүп бериш үчүн барчә данишмәнләр һәм җодигәрләр кәлтүрүлгән болсиму, һечқайси ушбу сөзләрниң әһмийтини биләлмиди. 16  Амма сениң тоғрилиқ сән һәрқандақ йошурулған сирларни һәм мурәккәп ишларни йешәләйсәнкән, дәп уқтум. Демәк, әгәр мошу йезилған нәрсини маңа чүшәндүрүп берәлисәң, сени сөсүн тонға кийдүрүп, бойнуңға алтун зәнҗир-мончақни тақап, мәнсивиң бойичә шаһлиғимда үчинчи һөкүмран болисән»,— деди. 17  Даниял җававән шаһқа мундақ деди: «Шаһим, силириниң һәдийәлири өзлиридә қалсун яки башқа биригә берилсун. Мән ушбу йезиқни шаһқа оқуп, мәнасини чүшәндүрүп беримән. 18  Алийлири! Әң Алий Һөкүмран атилири Нәбуқәднәсәргә шаһлиқ, бүйүклүк, шөһрәт һәм шан-шәрәп һәдийә қилған еди. 19  Илаһниң улириға бәргән бүйүклигидин һәммә хәлиқләр, һәрқандақ тилларда сөзлигән қәбилиләр қорқуп, улириға беқинатти. Улири кимни халиса, өлтүрәтти, кимни халиса, көтирәтти һәм кимни халиса, пәсәйтәтти. 20  Улириниң жүрәклири тәкәббур һәм тәрса болуп кәткәндә вә улири роһий мәнмәнликкә берилгәндә, шаһ тәхтидин ташлинип, барлиқ шөһритидин айрилди. 21  Улирини инсалар җәмийитидин қоғлап, жүрәклири һайван жүриги билән тәңлишип, макани ешәкләр арисида болди. Улирини өкүзләрдәк чөп билән бақти вә бәдәнлири асман шәбминидин һөл болди. Ахири улири шуни чүшәндики, инсан шаһлиқлириниң Егиси — Әң Алий Һөкүмрандур һәм У кимгә халиса, һакимийәтни шуниңға бериду. 22  Силири болса, улириниң оғли Бәлшасар, буларниң һәммисини билсилиму, жүрәклирини мулайим қилмидила. 23  Амма асманлар Егисигә исиян көтирип, Униң маканидин болған қачилирини әкәлгүзүп, улардин һәм силири, һәм әмәлдарлири, һәм аяллири, һәм кенизәклири шарапни ичтила. Шундақла һәммәйлән күмүч, алтун, мис, төмүр, яғач һәм ташлардин болған, һечнәрсә көрмәйдиған, аңлимайдиған, ойлимайдиған бутлирини махтидила, һә, Кимниң қолида силириниң һаяти, нәпәси вә барлиқ йоллири бар Худани өзлири мәдһийиләп, һөрмәт көрсәтмидила. 24  Шуңлашқа Униңдин мәзкүр қол әвәтилип, ушбу йезиқ йезилғанди. 25  Мана, бу йәрдә немә йезилғандур: “МЕНЕ, МЕНЕ,ТЕКЕЛ, ПАРСИН”. 26  Мана бу сөзләрниң мәнаси: МЕНЕ — Худа силириниң һөкүмранлиғи күнлирини һесаплап, униңға чәк қойди. 27  ТЕКЕЛ — силири таразида өлчинип, бәк йенип болуп чиқтила. 28  ПЕРЕС — силириниң шаһлиғи бөлүнди вә Мидия һәм Парсқа берилди». 29  Шу чағда Белшазар әмир чүшәрди вә Даниялни сөсүн тонға кийдүрди, бойниға алтун зәнҗир-мончақ салди вә уни дөләттики үчинчи орундики һөкүмран дәп җакалиди. 30  Шу кечисила халдийларниң шаһи Бәлшасар өлтүрүлди. 31  Шаһлиқни 62 яшқа киргән мидиялиқ Дариос тапшурувалди.

Изаһәтләр