Даниял 6:1—28

6  Шаһ Дариос пүткүл шаһлиқта 120 сатрапни яки өлкә һөкүмранлирини тайинлашни қарар қилди.  Уларниң үстидин 3 әмәлдарни қойди, уларға сатраплар һесават берип туруши керәк еди, шунда шаһ һечқандақ бир чиқимға дучар болматти. Ушбу үч жуқури дәриҗилик әмәлдарлардин бири Даниял еди.  У өзиниң әҗайип иқтидари билән башқа әмәлдарлар һәм сатраплар арисида пәриқлинип туратти һәм шаһниң уни барлиқ шаһлиғи үстидин башчи қилип қоюш нийити бар еди.  Шу вақитта әң алий әмәлдарлар һәм сатраплар Даниялни әйипләш үчүн, бир сәвәпни издиди. Лекин дөләтни башқуруш җәһәттин вә башқиму саһаларда униңда һечқандақ камчилиқ һәм қилмишни тапалмиди, чүнки у ишәнчлик һәм диянәтлик киши еди.  Шуңа бу кишиләр өз ара: «Биз бу Даниялда һечбир әйип тапалмаймиз. Бәлким, униң Худайиниң Қанунида униңға қарши бир нәрсини тапалаймизду»,— дейишти.  Шуниң билән әмәлдарлар һәм сатраплар топлинип, шаһниң һозуриға киришти һәм униңға мундақ мураҗиәт қилди: «Дариос алийлири, мәңгү яшисила!  Шаһниң барлиқ әмәлдарлири, сатраплири, башлиқлири, сарайдики дөләт мәслиһәтчилири вә һакимлар шуни дурус көрүватидуки, шаһ өзлири шундақ бир тохтам чиқарсила, шаһлиғидики қандақла адәм болмисун, илтимаси билән шаһимиздин башқа қандақту-бир худаға яки инсанға 30 күн давамида мураҗиәт қилса, у киши ширлар болған зиндан-ориға ташлиниши шәрт.  Ейтмақчи, алийлиримиз, мәзкүр тохтамни тәстиқлисила, уни чиқарсила вә униң мидиялиқ һәм парсларниң һәрбир қануни кәби өзгәртилиши яки күчидин қалдурулуши мүмкин әмәслигигә қоллирини қойсила».  Шаһ Дариос мошундақ тохтамни чиқирип, уни тәстиқлиди. 10  Даниял ушбу тохтамниң чиққанлиғини аңлап, өйигә қайти. Униң жуқарқи бөлмисидики деризиләр Йерусалим тәрәпкә ечиқ еди. У өз адити бойичә күнигә үч қетим тизлинип, Тәңрини мәдһийиләп, Униңға дуа қилатти. 11  Әву кишиләр бир топ болушуп, Даниялниң маканиға кирип, униң авалқидәкла өз Илаһи алдида тиз пүкүп, Униң илтипати һәққидә дуа қиливатқанлиғини көрүшти. 12  Андин улар дәрру шаһ алдиға берип, униңға мәнъий қилинған пәрмани һәққидә ейтти: «Алийлири, сили өзи кимду-бирси 30 күн бойи башқа бир худа яки кишигә, силиридин башқа, мураҗиәт қилса, у киши ширлар бар зинданға ташлиниду демидилиму?» Шаһ җававән: «Мәзкүр қарарим мидиялиқлар һәм парсларниң қануни бойичә муқәррәр вә өзгәрмәйду!»— деди. 13  Улар шу чағда шаһқа: «Йәһуда көчмәнлиридин болған Даниял силири билән, алийлири, һесаплашмайду вә силири чиқарған буйруқни һөрмәтлимәйду вә, адәттикидәк, өз Худайиға күнигә үч қетимдин дуа қиливатиду»,— дейишти. 14  Шаһ буни аңлап, бәк хапа болди. У көңлидә қайғуруп, Даниялни қандақ қутқузушни ойлап, һәтта күн патқичә ярдәм тоғрилиқ баш қатурди. 15  Ахирида әву кишиләр топи билән шаһқа келип, мундақ деди: «Алийлири, шуни әстә тутсила, мидиялиқлар һәм парсларниң қануни бойичә һәрбир пәрман вә шаһ өзлири чиқарған бирму буйруқ өзгәрмәйду һәм мәнъий қилинмайду!» 16  Шуниң билән шаһ буйруқ бәрди вә Даниялни әкелип, ширларға ташлиди. Шу вақитта шаһ Даниялға: «Сән дайим хизмәт қилидиған сениң Рәббиң сени Өзи қутқузиду!»— деди. 17  Андин йоған ташни әкелип, ориниң ағзини япти вә шаһ уни өзиниң тамғиси вә әмәлдарлириниң тамғилири билән мөһүрлиди. Бу шуни билдүрәттики, Даниялға қарита һечнәрсә өзгәртилмиди. 18  Андин шаһ сарийиға қайтип кәлди вә тамақму йемиди вә тамашиму қилғузмиди. У пүткүл түн ухлалмиди. 19  Сәһәрдә шаһ орнидин турупла ширлар орисиға алдириди. 20  Зинданға йеқинлишип, Дариос жиғлиғидәк авази билән Даниялниң исмини атап чақирди: «Даниял, Даниял, тирик Худаниң хизмәтчиси! Сән дайим хизмәт атқурған Тәңриң сени ширлардин қутқуздиму?» 21  Даниял шу чағдила шаһқа җавап бәрди: «Шаһим, мәңгү яшисила! 22  Мениң Илаһим Өз пәриштисини әвәтип, ширларниң ағзини япти. Улар мени жиртивәтмиди, чүнки мән Униң алдида пак едим вә силиригиму, алийлири, мән һечбир яманлиқ қилмидим». 23  Шаһ наһайити хошал болуп, Даниялни оридин чиқиришни буйриди. Даниялни чиқарғанда, униңда һечбир җараһәт вә зәхмәт болмиғанлиғини һәммиси байқиди, сәвәви, у пүтүнләй өз Худайиға таянған еди. 24  Андин шаһ әмир қилип, Даниялға төһмәт қилған кишиләрни әкәлгүзүп, оғуллири һәм аяллири билән шир зинданиға ташлатқузди. Улар техи ориниң түвигә йәтмәйла, ширлар уларға етилип, парчә-парчә қилип, титивәтти. 25  Шу чағда шаһ Дариос униң шаһлиғида яшаватқан һәрқандақ тилларда сөзләйдиған хәлиқләргә мундақ мәктүп әвәтти: «Ушбу пүткүл йәрдә истиқамәт қиливатқанларға течлиқ һәм гүллиниш болсун! 26  Мән өз дөлитимдә шундақ пәрман чиқардимки, һәммә инсанлар Даниялниң Тәңри алдида титрәп, һөрмәттә болсун! Сәвәви, У тирик һәм мәңгү яшайдиған Худадур һәм Униң Падишалиғи һечқачан вәйранлиққа учримайду вә Униң һөкүмранлиғи һәммә әсирләр бойи! 27  У қутқузиду вә қутулдуриду, мөҗүзиләрни һәм карамәтләрни асманда һәм йәрдә намайән қилиду, У Өзи Даниялни ширларниң вәһшилигидин сақлиди». 28  Шуниң билән Даниял Дариос шаһниң вә Парс шаһи Корәшниң һөкүмранлиғида аман-есән вә иззәт-еһтирамда яшиди.

Изаһәтләр