Даниял 8:1—27

8  Бәлшасар һөкүмранлиғиниң үчинчи жили маңа, Даниялға, йәнә бир көрүнүш берилди.  Мән уни Елам өлкисидики Суз шәһиридики сарайда көрдүм. Вәһийдә мән Улай дәриясиниң қешида болдум.  Мән қарисам, мана, дәрияниң қешида бир қошқар туриду. Униң икки мүңгүзи болуп, иккилиси егиз еди, бирақ бири йәнә бирсидин егизирәк көтирилди. Шу мүңгүз кейинирәк көтирилди.  Мән шуни байқидимки, ушбу қошқар ғәрип, шимал һәм җәнуп тәрәпкә қарап үсти вә бирму һайван униң алдида туралмиди һәм һечким униңдин қутулалмиди. У немини халиса, шуни қилди вә өзини һакавур тутатти.  Мән диққәтчан қаравәрдим вә ғәриптин йәр-йүзи бойичә, һәтта йәргә туяқлири тәгмәй, бир яш текә жүгрәп келивататти. Униң көзлири арисида йоған бир мүңгүзи болғанди.  Текә дәрия бойида турған икки мүңгүзлүк қошқарға қарап маңди. У униңға қаттиқ ғәзәплинип, учуп дегидәк келивататти.  Андин мән шуни көрдүм, текә қошқарға йәткәндә, уни қәһәрлинип уруп, икки мүңгүзини сундурувәтти вә қошқар униңға қарши туралмиди. Текә қошқарни йәргә жиқитип, уни чәйләвәтти вә һечким уни униң қолидин қутулдуралмиди.  Андин текә өзини интайин чоң тутуп, йүксәлди, бирақ у күчләнгәндә униң йоған мүңгүзи сунуп кәтти вә униң орниға көзгә яхши челиқидиған төрт мүңгүз чиқти. Улар әршниң төрт шамили тәрипигә қаратти.  Уларниң арисидики бир мүңгүздин йәнә бир, кичик, мүңгүз өсүп чиқти. Барғансири у бәк өсүп, җәнупқа, шәриқкә вә Гөзәл зиминға көрситидиған болди. 10  У шунчилик әҗайип йоған өстики, һәтта асман әскиригә йетип, у йәрдин әскәрниң бир қисмини вә юлтузларниң бир қисмини йәргә ташлап, уларни дәпсәндә қилишқа башлиди. 11  У һәтта қошунлар Сәрдариға қарши чиқип, Сәрдар дайимий қурбанлиқлардин мәһрум болди вә У тиклигән муқәддәс җай вәйран қилинди. 12  Қошунниң қилмишлири түпәйлидин у өзи һәм дайимий әкелинидиған қурбанлиқлар мүңгүзниң һакимийитигә өткүзүлди. Шундақ қилип, у һәқиқәтни йәргә ташлап, утуқ қазанди. 13  Мән бир пәриштәниң сөзлигинини аңлидим, башқа пәриштә униңдин: «Вәһийдә дайимий қурбан әкелиш, чөлдәритишкә елип келидиған қанунсизлиқ вә муқәддәс җайни һәм қошунни дәпсәндә қилиш тоғрилиқ вақит нәқәдәр узақ болиду?»— дәп сориди. 14  Һәм у мана: «2300 ахшам вә сәһәр өтмигичә бу созулиду. Шундақ қилип, муқәддәс җай тәләпкә лайиқ әһвалға қайтурулиду»,— деди. 15  Мән, Даниял, ушбу вәһийни көрүп, уни чүшинишкә тиришқанда туюқсиз алдимда адәмгә охшайдиған бири намайән болди. 16  Мән Улайниң оттурисида инсаний аваз аңлидим: «Җәбраил, у көргинини чүшәндүрүп бәргин». 17  Шу чағда у мән турған җайға кәлди, бирақ у кәлгәндә мән қорқуп, үзүм билән йәргә жикилдим. У маңа: «Инсан оғли, шуни билгинки, ушбу вәһий ахирқи заманға тегишликтур»,— деди. 18  У мениң билән сөзлишиватқанда, мән йәргә қарап ятқан петимчә қаттиқ ухлап қаптимән. Шу чағда у маңа тегип, мени путумға турғузди. 19  У мундақ сөзләрни ейтти: «Мана, мән саңа һазир тәнбиһләш вақтиниң ахирида немә ишлар йүз беридиғини тоғрилиқ ейтип беримән. Сәвәви, мәзкүр көрүнүш ахирниң бәлгүләнгән дәвригә тәәллуқтур. 20  Сән көргән икки мүңгүзлүк қошқар — бу Мидия һәм Парс шаһлири. 21  Жуңи пахпайған текә — бу Грекияниң шаһи, униң көзлириниң оттурисидики йоған мүңгүз — униң тунҗа шаһи. 22  Мәзкүр мүңгүзниң сунуп, униң орниға башқа төртиниң һасил болғини ушбу хәлиқтин төрт шаһлиқниң пәйда болудиғинини билдүриду, амма улар авалқисидәк қудрәтлик болмайду. 23  Уларниң һөкүмранлиғиниң ахирида, явузларниң қанунсизлиғи толуқ өлчәмгә йәткәндә, йеңи вәһши, қувлуқта маһир шаһ пәйда болиду. 24  У бәк күчлиниду, бирақ өз қувитигә бенаән әмәс. У әҗайип вәйранчилиқни қилиду вә буниңда муваппәқийәткә йетиду. У қудрәтликләрни һалак қилип, шундақла муқәддәс хәлиққиму һуҗум ясайду. 25  Униң әқиллиғидин ялғанчилиқму қолида утуқлуқ әкелиду. У өз жүригидә мәғрурлинип, нурғунлирини теч вақитта һалак қилиду. У һәтта бәгләрниң Бегигә қарши көтирилиду, лекин адәмниң қоли арилашмай гумран қилиниду. 26  Вәһийдә ахшамлар һәм сәһәрләр һәққидә ейтилған нәрсә һәқиқәттур, амма сән мәзкүр вәһийни сирлиқта тут, чүнки у жирақтики келәчәккә тәәллуқтур». 27  Мән, Даниял, мошуниңдин кейин йетип қалдим һәм бирнәччә күн ағридим. Андин мән орнумдин туруп, шаһниң ишлири билән шуғуллинишқа кириштим. Бирақ мән көргән мошу аянлардин интайин тәсирләндим. Һечким ушбу аянни чүшәнмәтти.

Изаһәтләр