Зәбур 1:1—6

1  Бәхитлик киши рәзилләр кеңишигә бармайду. У гунакарларниң йолида турмайду, Бузуқларниң арисида олтармайду.   У Йәһваниң Қануниға чаплишип, Униң Қануни һәққидә кечә-күндүз ойлайду!   У суларниң бойида өстүрүлгән дәрәқкә охшаш Өз вақтида мевисини бериду. Униң йопурмақлири солашмай, У һәммә нәрсидә утуққа еришиду.   Амма рәзилләр ундақ әмәс: Улар шамал учартқан топрақтур.   Шуңа рәзилләр сотта вә гунакарлар Һәққанийлар жиғинида туралмайду.   Чүнки Йәһва адилларниң йолини билиду һәм Явузларниң йолини болса, һалак қилиду.

Изаһәтләр