Зәбур 100:1—5

Миннәтдарлиқ күйи. 100  Пүткүл йәр-җаһан Йәһваға тәнтәнә қил!   Йәһваға хошалиқ билән хизмәт қилиңлар, Униң алдиға шатлинип келиңлар! Шуни билиңларки, пәқәт Йәһва — Худа.   У бизни яратти һәм биз Униң мираси. Биз Униң хәлқи вә яйлиғиниң қойлири.   Униң дәрвазилириға миннәтдарлиқ билән кириңлар, Униң һойлилириға апирин Беғишлап, Қанаәт һасил қилип, Униң исмини мубарәкләңлар!   Сәвәви, Йәһва меһривандур, Униң вапа Сөйүми мәңгүгә вә Униң садақәтмәнлиги Барлиқ әвлатларға тәәллуқ.

Изаһәтләр