Зәбур 102:1—28
Чүшкүнлүктә болуватқан һәм азапланған кишиниң дуаси. У
Йәһваниң алдида өз муңини төкүватиду.
102 Йәһва, дуайимни тиңшап қойғина,
Мениң наләм қулиғиңға йәтсунчу!
2 Мәндин йүзүңни япмиғина, дәрт күнүмдә
Маңа қулақ салғина.
Мән чақирғанда, аңлашқа алдирғина!
3 Чүнки түтүндәк күнлирим йоқиди
Вә сүйәклирим отта көймәктә.
4 Жүригим чапқан кокаттәк солиди,
Шуңа һәтта ненимни йейишни унтудум.
5 Мән қаттиқ товлаймән, мениңда
Терә билән устихан қалди.
6 Мән сәһрадики қушқа охшидим,
Харабилиқлар арисидики һоқушқа.
7 Хапичилиғимдин уйқам қачти,
Өгүздики тәнһа қуштәк олтиримән.
8 Күн бойи дүшмәнлирим мәсхирә қилиду вә
Үстүмдин күлгәнләр
Мениң исмим билән қарғайду.
9 Мән нанни күлдәк йәймән вә
Услуғим көз яшлирим биләндур.
10 Чүнки Сән маңа нәпрәтләндиң
Вә мени көтирип ташлавәттиң.
11 Мениң күнлирим йоқаватқан көләңгә
Мән гиядәк қуруп кәттим.
12 Сән болсаң, Йәһва, мәңгү болуп,
Шан-шөһритиң әвлаттин-әвлатқичә.
13 Билимәнки, Сән Сионға рәһимлик қилисән, чүнки
Униңға ич ағритидиған вақит кәлди һәм Сән
Шәпқәт көрситишкә турисән, уни чоқум қилисән.
14 Чүнки Сениң хизмәтчилириң униң ташлирини
Қәдирләйду, тописини сөйиду.
15 Милләтләр Йәһваниң исми алдида,
Әтийәт қилиду, зиминниң барлиқ
Шаһлири шәрипи алдида баш егиду.
16 Чүнки Йәһва Сионни тикләйду вә
Пүткүл қадирлиғини намайән қилиду.
17 У бечариләрниң дуайини аңлап,
Уларниң илтиҗасиға сәл қаримайду.
18 Ушбу тоғрисида келәрки әвлатқа
Йезилиду вә йеңи яралған хәлиқ
Йәһни зор мәдһийиләйду.
19 Йәһва қуддус әрштин қариғини вә
Пәрвәрдигар асмандин йәргә беқип,
20 Сүргүндики мәһбусниң товлишини аңлап,
Өлүмгә мәһкүм қилинған оғулларни азатқа
Чиқириш үчүн, У уларни бошитиду.
21 Улар Сион теғида Йәһваниң исмини
Җакалап, Йерусалимда Униңға
Мәдһийә ейтиши үчүндур.
22 Хәлиқләр һәм шаһлиқлар биргә жиғилип,
Йәһва Рәббкә хизмәт етиду.
23 У мениң күчлиримни аҗизлаштуруп,
Күнлиримни йолда қисқартти.
24 Мән шундақ ейттим: «Худайим, мени
Күнлиримниң йеримида елип кәтмигинә.
Сениң яшлириң болса, һәммә әвлатлар
Өмридә давам қиливериду.
25 Әлмисақта Сән йәрни бәрпа қилдиң вә
Асманларму Сениң бармақлириңниң иши.
26 Улар һалак болиду, Сән болсаң, та әбәт
Қалисән. Улар конирап, кийимдәк
Төкүлүп кетиду, Сән уларни йөткәйсән —
Һәм улар өзгириду.
27 Лекин Сән өзгәрмәйсән вә
Сениң яшлириң түгимәйду.
28 Қуллириңниң оғуллири йәрни
Мирасқа алиду вә уларниң уруғи
Йүзүң алдида мустәһкәм болиду».