Зәбур 104:1—35
104 Мән, Йәһваға һәмдусәна оқай! Йәһва Рәббим,
Сән әҗайип улуқ, алий мәртивигә вә тәңдашсиз
Гөзәллик-сөләткә кийиндиң.
2 Сән нурға тондәк орилисән,
Асманни чедир йопуғидәк тартисән.
3 Сән әрштики йезилириңни сулар билән йепип,
Булутларни һарву қилип, шамалниң
Қанатлирида учисән.
4 Сән Өз пәриштилириңни қудрәтлик роһлар қилип,
Өз хизмәтчилириңни
Көйүватқан өрткә охшитисән.
5 Сән йәрни мәккәм асасларда бәрпа қилдиң,
Шуңа у һечқачан тәврәнмәйду.
6 Уни чоңқур сулар билән яптиң,
Һәтта тағлардиму сулар туриду.
7 Сүрлүк әмриңдин улар қачмақта, Сениң
гүлдүрмомаңдин улар паракәндиликкә чүшмәктә.
8 Улар тағларға чиқишип, вадиларға
Жүгрәп чүшмәктә. Сән улар үчүн
Тәйярлиған җайларда улар болмақта.
9 Улар алдида өтәлмәйдиған чәкләрни қойдуң,
Улар йәрни яңливаштин әнди һәргиз басалмайду.
10 Сән булақ көзлирини вадиларда
Ачтиң, су тағни бойлап ақмақта.
11 Улар барлиқ дала һайванлирини су билән
Тәминләйду, явайи ешәкләр услуғини қандуриду.
12 Уларниң бойида қушлар маканлишип,
Қоюқ көктин нахшилири аңлиниду.
13 Сән әрштин тағларни суға тойдурисән, Сениң
Әмәллириңниң йемиши билән йәр тойғузулиду.
14 Сән мал-варан үчүн көкни өстүрисән вә йәр
Нан бериши үчүн адәмгә дан
Зираәтлирини бәрдиң.
15 Инсан қәлбини хошал қилидиған шарапни, үзини
Пақиритидиған майни вә униңға күч беридиған
Нанни һәдийә қилдиң.
16 Суларға тоюп, Йәһваниң дәрәқлири өсмәктә,
У Өзи тәргән Либан кедрлири.
17 Уларда қушлар уга салиду,
Арчилар ләйләкниң маканидур.
18 Егиз тағларда тағ өшкилири,
Ғарташларда тағ тошқанлири.
19 Сән айни вақитларни билиш үчүн
Яраттиң, қуяш ғәрипкә қарап маңиду.
20 Зулмәтни таритип, түнни кәлгүзисән,
Орманда һайванат олҗиға чиқиду.
21 Яш ширлар ғарилдап, тамақ издәйду
Худадин өзлиригә олҗини тәләп қилиду.
22 Қуяш турғанда, өңкүрлиригә қайтишип,
Уйқиға улар кетиду.
23 Адәм балиси болса, өз ишиға берип,
Кәч киргичә әмгәк қилиду.
24 Қанчә көп Сениң ишлириң, Йәһва!
Һәммидә данишмәнлигиң көрүниду.
Йәр-җаһан байлиққа толуп-ташқан!
25 Мана, бүйүк һәм кәң-таша деңиз,
Униңда сансиз яратмилар үзмәктә,
Улар кичиккинә вә бәк йоған.
26 Униңда кемиләр жүриду. Бепаян чоңқурлирида
Сән яратқан китлар ойнап үзмәктә.
27 Уларниң барлиғи Сениңдин озуқ күтиду,
Сән уларға өз вақтида тамақни йетәрлик берисән.
28 Сән бәргәнни улар алиду, қолуңни ачсаң,
Бәрикәтлириңгә еришиду.
29 Йүзүңни япсаң, улар қаймуқиду. Җенини алсаң,
өлиду вә өз туприғиға қайтиду.
30 Роһуңни әвәтсәң, улар тиклиниду
Вә йәр йүзини Сән йеңилайсән.
31 Йәһваниң шәрипи мәңгү давамлишиду,
Йәһва Өз паалийәтлиригә шатлиниду!
32 У йәргә қариса, зимин титрәйду,
Тағларға қол тәккүзсә, улар көйиду.
33 Мән Йәһваға пүткүл өмрүмдә күй ейтимән,
Тәңримни димиғимда Һаятлиғим
Болғичә шәрәпләймән.
34 Униңға мениң нахшам йеқимлиқ болсун,
Йәһва һәрдайим — Мениң хошаллиғимдур!
35 Гунакарлар йәрдин йоқап, рәзилләр
Башқа болмиғай. Җеним Йәһвани мәдһийилисун!
Һаллелу Йәһ!