Зәбур 106:1—48
106 Йәһни мәдһийиләңлар! Йәһваға разилиқ
Билдүрүңлар, чүнки У меһрибандур.
Униң вапа көйүми мәңгүгә.
2 Ким Йәһва қадирлиғини чүшәндүрәләйду?
Ким Униң шөһритини ипадиләйду?
3 Һәқни сақлиғанлар вә һәр вақитта Униң
Һәқиқити бойичә иш тутқанлар бәхитлик!
4 Йәһва, Өзәңниң хәлқигә илтипат көрсәткәндә, мени
Есиңға алғина. Мени ниҗатиң билән
Зиярәт қилғина.
5 Шу чағда мән Сениң таллиғанлириңға узатқан
яхшилиғиңни көрүп, хәлқиң билән хошал болуп,
Сениң мирасиң билән мәғрурлинәй.
6 Биз әҗдатлиримиздәк гуналарни өткүзүп,
Әйипкар қилмишкәрләрдәк болдуқ алдиңда.
7 Атилиримиз Мисирда мөҗүзилириңни баһалимай,
Бүйүк шәпкәтлириңни әстә тутмай,
Қизил деңизниң йенида налә қилишти.
8 Лекин У уларни Өз исми түпәйлидин
Қудритини көрситиш үчүн қутқузди.
9 У Қизил деңизға буйруқ қиливеди,
У қуруп кәтти. У уларни һаңниң ичидә
Чөлдә жүргәндәк өткүзди.
10 У нәпрәтләнгәнләрдин қутулдуруп,
Қаршилашқучиниң қолидин қоғдиди.
11 Сулар дүшмәнлирини йепивалди вә
Улардин бирсиму аман қалмиди.
12 Шу чағда улар Униң сөзлиригә ишинип,
Униңға махташ нахшисини ейтти.
13 Лекин бәк чапсан Униң ишлирини унтуп,
Униң мәслиһәтлирини күтмәйдиған болди.
14 Улар сәһрада өз хаһишлирида жүрүп,
Баяванда Худаниң чидамлиғини синашти.
15 У уларниң илтимаслирини орунлап,
Андин җанлириға вабаларни әвәтти.
16 Қараргаһта улар Муса билән Һарунға
Һәсәтхорлуқ қилатти, һәтта уларниң Йәһва
Тәрәптин муқәддәсләнгәнлигини билсиму.
17 Шу вақитта йәр йерилип, Датан
Вә Абирамниң гуруһини жутувәтти.
18 Уларниң арисида от йенип,
Рәзилләрни көйдүрүп ташлиди.
19 Улар Хорибниң қешида мозайни ясап,
Бутқа чоқунушни башлиған еди.
20 Улар Пәрвәрдигар шөһритини гия-кокат
Йәйдиған калиниң тәсвиригә алмаштурди.
21 Улар Илаһи Ниҗаткарини унтуп,
Униң Мисирда қилған улуқ ишлирини
Кәйнигә ташлавәтти.
22 Худайи уларға Һамниң жутида,
Қизил деңизниң қешида әйминидиған
Карамәтләрни көрсәткән еди.
23 У уларни қириветишкә тәйяр болди,
Лекин Униң талланған хизмәтчиси Муса
Һалак болушидин һимайә қилип, тамниң
Төшигидә турғандәк, уларни қоғдавалди.
24 Андин улар вәдиләнгән йәрни яратмай,
Униң вәдисигә ишәнмиди.
25 Улар чедирлирида котулдишип,
Йәһваниң авазини тиңшимиди.
26 Шуңа У қолини көтирип, уларни
Қақаста йоқитишни қәсәм қилди.
27 Улар әвлатлирини хәлиқләрниң арисиға
Чечип, бар йәрләргә уларни тенитивәтти.
28 Андин улар пегорлиқ Баалға чаплашти,
Өлүкләргә әкелингән қурбанлиқларни йеди.
29 Улар өз ишлири билән Худани териктүрди
Вә шуңлашқа уларға апәтләр етилди.
30 Пинеһас арилашқандин кейинла
Худа тәрипидин апәт тохтиди.
31 Шуңа униң мошу иши әвлаттин-әвлатқичә
Һәққанийлиқ дәп елан қилинди.
32 Улар Тәңрини Мәриба сулириниң
Йенида ғәзәпләндүрди вә Муса
Уларниң кесиригә учриди,
33 Чүнки улар униң қәлбини хапа қилип,
У еғизи билән гуна өткүзди.
34 Улар Йәһва қириветиңлар дегән
Хәлиқләрни аяп йоқатмиди,
35 Әксичә, бутпәрәсләр билән арилишип,
Уларниң адәт-рәсимлиригә үгәнди.
36 Уларниң бутлириға хизмәт қилишип,
Жиркиничләр тор билән қапқан болди.
37 Өзлириниң оғул-қизлирини айимай
Җинларға қурбанлиққа беривәтти.
38 Улар бегуна қанни, оғул-қизлириниң қенини,
Қанан худалириға қурбанлиққа әкелип,
Йәрни напаклаштурди.
39 Паалийәтлири арқилиқ напак болуп,
Өз Худайиға вапасиз болди.
40 Шу чағда Йәһваниң ғәзиви хәлқигә
Қайнап, У Өз несивидин жиркәнди.
41 У уларни бутпәрәсләр қолиға тапшуруп,
Уларға өчләр үстидин һөкүмранлиқ қилди.
42 Дүшмәнлири уларни қистап,
Өз һакимийтигә беқиндурди.
43 У көп мәртәм уларни қутулдурсиму,
Улар бәрибир Уни тиңшимай рәнҗитти.
Улар қанунсизлиғидин шәрмәндә болди.
44 Амма У уларниң азаплирини көрүп,
Уларниң жиға-ялвурушлирини аңлап,
45 Өзиниң улар билән қурулған
Келишимини әскә елип, уларни қаттиқ
Сөйгәнлигидин, ичини ағритатти.
46 У уларни әсирдә тутқанларда
Һисдашлиқ ойғитип, ярдәмгә келәтти.
47 Худайимиз Йәһва, бизни қутқузғина
Вә Сениң муқәддәс исмиңни шәрәпләш
Үчүн барлиқ хәлиқләрдин бизни жиққина.
Биз Сениң шөһритиң билән пәхирлинәйли.
48 Исраилниң Пәрвәрдигари Йәһва мубарәкләнсун
Пүткүл мәңгүлүктә! Пүткүл хәлиқ:
«Амин, шундақ болсун!»— десун. Һаллелу Йәһ!
Бәшинчи китап
(Күйләр 107—150)