Зәбур 107:1—43

107  Йәһваға миннәтдарлиқ ейтиңлар, Чүнки У меһрибан, Униң вапа Муһәббити әбәдийдур.   Мошундақ һиссиятларда Йәһва сетивалғанлар Дайим болсун. Кимни У дүшмәнләр Қолидин қутулдурғанлар.   У уларни башқа зиминлардин, шәриқ Вә ғәрип, шимал һәм җәнуптин жиғивалди.   Улар чөл-җәзиридә адишип жүргәнди, Маканлишидиған шәһәрни тапалмиғанди.   Улар ечиқап һәм чаңқап жүргәнди, Улар һалсизлинип жиқилатти.   Лекин қайғусида Йәһваға мураҗиәт қиливеди, У муңидин қутулдурди.   Уларни маканлишидиған шәһәргә Апиридиған дурус йолға қойди.   Йәһва Рәббни Униң шәпқәтлиги Үчүн вә инсан оғуллириға ачқан Карамәтлири түпәйли мәдһийиләңлар!   Сәвәви, У ач қалған җанни вә чаңқиған Инсанни яхшилиқлар билән тойғузди.  10  Улар зулмәт вә өлүм көләңгисидә Олтарған еди, мәһбуслар төмүр Зәнҗирләр вә кишәнләрдә азапланди.  11  Улар Худаниң сөзлиригә беқинмай, Илаһниң ирадисини рәт қилди.  12  У уларниң жүригини бәхитсизликләр билән Мулайимлаштурди. Улар путлишип жиқилғанда, Ярдәмгә келидиған һечким тепилмиди.  13  Дәрдидә улар Йәһвани чақирди вә У уларниң зәнҗирлирини чақти.  14  Уларни чоңқур зулмәттин чиқирип, Бағланған ағамчилирини үзди.  15  Улар Йәһвани вападар сөйүми үчүн вә Униң Адәмләр пайдисиға қилған мөҗүзилири Үчүн рәхмәт ейтсун!  16  Сәвәви, У мис дәрвазиларни сундуруп, Төмүр қулупларни чеқивәтти.  17  Әқилсизләр беқанун йоллири һәм Әйиплири үчүн азапланғанди.  18  Уларни һечбир таам хошал қилматти, Һалакәт ишиклиригә йеқинлашқанди.  19  Бирақ улар һәсритидә Йәһвани чақирса, У уларни қутқузатти.  20  Өз сөзини әвәтип, уларни сақайтип, Чүшүп қалған орилардин чиқиратти.  21  Йәһваға рәһимдиллиги вә инсан балилириға қилған Әҗайип ишлири үчүн разилиқ билдүрүңлар!  22  Униңға апирин қурбанлиғини Әкәлсун вә Униң ишлири һәққидә Нахшилар арқилиқ җакалисун.  23  Кемиләр билән деңизда жүргүчиләр, Көплигән суларда сода қилидиғанлар,  24  Улар Йәһваниң паалийитини көргәнләр вә деңиз Чоңқурлиғидики Униң Мөҗүзилирини байқиғанлар.  25  Униң буйруғи бойичә шувурғанларниң чиқишини Вә егиз көтирилгән долқунларни улар көрди.  26  Деңизчилар уларда асманғичә көтирилип, Һаңғичә чүшәтти вә җени җасурлуқни жүтүрәтти.  27  Улар пеқирап, мәсләрдәк тәмтирәтти вә Барлиқ данишмәнлигини йоқитатти.  28  Лекин улар Йәһваға хәтәрлигидә мураҗиәт қилса, У апәттин чиқиратти.  29  У шувурғанни течлиққа айландуруп, Деңиз долқунлири тиничлитатти.  30  Деңиз течланғанда улар хошал вә У уларни көзлигән кемәҗайға әкеләтти.  31  Йәһвани Униң меһрибанлиғи вә инсанларға қилған Яхши ишлири үчүн чиң махтаңлар!  32  Уни хәлиқ жиғилишлиридә мәдһийилисун вә Униңға ақсақаллар жиғинлирида апирин әйлисун!  33  У дәрияларни чөлгә айландуриду вә Су мәнбәлирини қурғақ йәргә,  34  Үнүмлүк зиминни шор далаға, Униңда яшаватқанлар рәзиллиги үчүн.  35  У җәзирини көлләргә айландуруп, Қуруқ йәрни булақлар җайи қилиду.  36  Уларда ачларни орунлаштуриду, Улар шәһәр бәрпа қилиши үчүндур.  37  Улар етизларға уруқ чечип, үзүмзарлиқларни Өстүриду вә улардин бай һосул алиду.  38  Уларни бәрикәтләп, бәк көпәйтиду. Уларниң мелиниму азайтмайду.  39  Амма тәқип, дәрт-һәсрәт касапитидин Улар йәнә кемийиду һәм пәсийиду.  40  У бәгләргә нәпрәтлинип, йоллар йоқ Сәһрада уларни адаштурғузиду.  41  Гадайни болса, тәқиптин қоғдап, Аилилирини қойлар отаридәк қилиду.  42  Һәққанийлар буни көрүп, шатлиниду, Рәзилләр болса, еғизиниму ачалмайду.  43  Ким дана болса, буни байқайду вә Йәһваниң вапа муһәббәтиниң Әмәл-ишлирини тонуп-билиду.

Изаһәтләр