Зәбур 108:1—13

Давутниң күйи. 108  Худа, жүригим Саңа пүтүнләй берилди. Мән пүткүл вуҗудимдин Саңа саз Челип, нахшида ейтип-шәрәпләймән.   Чилтар билән тарлиқ әсвап, ойна, Мән сәһәрни ойғитимән.   Хәлиқләр арисида Сени, Йәһва, Мәдһийиләп, қәбилиләрдә махтаймән.   Чүнки Сениң вапа меһир-муһәббитиң Асманлардинму жуқури вә Сениң бүйүк Һәқиқитиң булутларға йетиду.   Асманлардинму егизирәк, Тәңрим, көтирилгин вә Пүткүл йәр йүзидә шан-шөһритиң Намайән болғай!   Бизни оң қолуң билән қутқузғин вә Мени аңлап, сөйгәнлириң ниҗат тапсун.   Муқәддәс Пәрвәрдигар ибадәтханисида мундақ деди: «Тәнтәнә қилип, Шекәмни Бөлүветимән вә Суккот вадисини Өзәмниң хәлқимгә бериветимән.   Гилиад Мениң вә Манассәму Мениң, Әпрайим бешимдики дубулға, Йәһуда Болса, Мениң һаса тайиғим.   Моаб Мениң йүз жуюдиған чилапчам, Едумға өтүгимни ташлаймән, Филистия Зиминиға ғәлибанә вақираймән».  10  Ким мустәһкәм шәһәргә апириду? Ким мени Едумғичә йетиләйду?  11  Бизни рәт қилған вә әскәрлиримиз Билән маңмайдиған Худа, Сәнму?  12  Илтимас қилимән, бизгә қистаңлиқта Ярдәм сунғина, чүнки инсаний һимайә Бекар вә әһмийәтсиздур.  13  Пәқәт Илаһимиз билән биз күчлүк, У дүшмәнлиримизни чәйләветиду!

Изаһәтләр