Зәбур 109:1—31

Хор башчисиға. Давутниң нахшиси. 109  Худайим, мениң есил махтинишим, Сән теч турмиғина.   Чүнки рәзилләр маңа қарши еғизини ачти вә Һейлә-микир ағизлар мениң тоғрилиқ Ялғанчилиқни ейтмақта.   Һәммә тәрәптин нәпрәт сөзлири маңа әгәшмәктә вә Сәвәпсиз маңа қарши һуҗум қилмақта.   Меһрим үчүн өчмәнлик қиливатиду, Мән болсам, дуа қиливатимән.   Яхшилиғим үчүн яманлиқ, ғемим үчүн Интиқам билән қайтуриватиду.   Униң үстидин зораванни қойғина вә Оң тәрипидә әйиплигүчи турсун.   Соттин у әйипкар чиқсун вә һәтта Униң дуаси гуна болуп саналсун.   Униң өмри қисқа болуп, униң Мәртивисини башқа бирси алсун.   Униң балилири житим болсун вә Аяли тул хотун болуп өтсүн.  10  Униң пәрзәнтлири тиләмчиләр болуп, Нан сорап, харабилиқларда яшисун.  11  Қәриз бәргүчи униң барлиқ мүлкини Тартивалсун вә ятлар әҗрини егилисун.  12  Һечким униңға вапа меһир көрсәтмәй, Униң житим әвладиға ич ағритмисун.  13  Балилири һалакәткә туғулған болуп, Кәлгүси әвлатта исми өчүрүлсун.  14  Йәһва атилириниң қанунсизлиғини Әстин чиқармисун вә анисиниң Гуналири һәргиз унтулмисун.  15  Йәһваниң алдида дайим уларниң әйиплири туруп, У уларниң хатирисини йәрдин әбәткә йоқ қилсун.  16  Чүнки у яхшилиқларни унтуп, хапичилиқта Азаплиниватқан адәмни қоғлиди, Мискин кишигә өлүм тилиди.  17  У ләнәтни яхши көрәтти — ләнәт-қарғиш Уни тутсун. У бәрикәтни башқисиға халиматти — Бәрикәт униңдин нери қачсун.  18  У қарғишқа кийимдәк кийинсун, У униңға су киргәндәк кирсун вә Яғ сүйәкләрдә болғандәк болсун.  19  Ләнәт униңға тондәк йепинилип, Бәллирини бәлбағдәк бағлисун.  20  Шундақ қилип, Йәһва маңа өч дүшмәнлиримгә Адавәт бәрсун вә мени қарлиғанларниң җениға!  21  Маңа Илаһ Йәһва Пәрвәрдигарим, Өзәңниң исмиға лайиқ ярдимиңни көрсәткинә. Яхшилиқ Бәргүчи, вападар инайитиң Билән мени қутқузғина.  22  Мән һимайисиз һәм намрат болдум, Қәлбимни қаттиқ ағриқ санчиватиду.  23  Мән йоқаватқан көләңгигә охшашмән. Мени чекәткидәк силкиватиду.  24  Тизлирим розамдин аҗизлашти вә Бәдиним оруқлап, һалсизланди.  25  Барлиғи үчүн мән күлкә болдум. Маңа қарап, башлирини чайқаватиду.  26  Йәһва Тәңрим, маңа ярдәм қилсаңчу, Өзәңниң рәһими түпәйли қутулдурсаңчу.  27  Йәһвайим, һәммиси Сениң қолуң Мени қутулдурғинини билсун.  28  Улар қарғисиму, Сән мени бәрикәтлә. Улар маңа қарши чиқип, шәрмәндиликтә Қалсун, һә, Сениң қулуң хурсән болсун.  29  Қаршилашқучилиримниң абройи Төкүлсун, улар иза тартишқа Кийим кийингәндәк пүркәлсун.  30  Мән еғизлирим билән Йәһвани Пүткүл вуҗудумдин шәрәпләймән, Көпсанлиқ жиғилишниң ичидә Уни Тәнтәнә роһта мәдһийиләймән.  31  Чүнки У мениңдәк намратниң оң Тәрипидә туриду, уни әйиплигәнләрдин Һимайә қилиш үчүн тәйярдур.

Изаһәтләр