Зәбур 111:1—10
111 Һаллелу Йәһ!
א [Алеф]
Йәһва, Сени қәлбимдин мәдһийиләймән.
ב [Бет]
Һәққанийлар ара, уларниң жиғинида.
ג [Гимел]
2 Йәһва Худаниң ишлири улуқтур,
ד [Далет]
Улар ушбуларни яхши көргәнләрни
Мулаһизә һәм тәтқиқ қилғузиду.
ה [Хе]
3 Униң паалийити шан-шәрәп
Һәм гөзәлликниң өзидур.
ו [Вав]
Униң һәқиқити мәңгү болиду.
ז [Зайин]
4 У Өзиниң мөҗүзилирини вә
Карамәтлири унтулмас қилди.
ט [Хет]
Йәһва һисдашлиқ һәм рәһимлик,
ט [Тет]
5 У Униңдин қорққанларға озуқ бериду.
י [Йод]
У Өз келишимини әбәдий есида сақлайду.
כ [Каф]
6 У Өз хәлқигә әмәллириниң
Қудритини намайиш қилди,
ל [Ламед]
Униңға хәлиқләр мирасини тапшуруп.
מ [Мем]
7 Униң нийәтлири һәм қоллириниң
Ишлири — һәқиқәт вә адаләтлик.
נ [Нун]
Вәсийәтлириниң барлиғи ишәнчлик.
ס [Самех]
8 Улар әсирдин-әсиргә мустәһкәм,
ע [Айин]
Улар һәқиқәт билән
Һәққанийлиқта асасланған.
פ [Пе]
9 У Өз хәлқи үчүн төләм бәрди,
צ [Цаде]
Бақиға Өз келишимини тәстиқлиди.
ק [Коф]
Униң исми хасийәтликтур
Һәм әйминишни қозғайду!
ר [Реш]
10 Йәһваниң алдида һөрмәт билән
Қорқуш — бу даналиқниң беши.
ש [Шин]
Буни қилғанлар һәммиси
Сағлампикирликкә егиләр.
ת [Тав]
Уни махташ мәңгүгә яңрайду!